Рабийә ханим седний шәһиридә австралийә көчмәнләр идариси рәһбәрлири билән көрүшти


2008.02.20

Rabiye-awstiraliye-150.jpg
19‏- Феврал күни,австралийигә йитип барған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, седний хәлқара айродромида. Source: www.eastturkistan.org.au

19‏- Феврал күни,австралийиниң седний шәһиригә йитип барған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә һәмраһлири, седний хәлқара айродромида, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һүсәйин әпәнди башчилиқидики шәрқий түркистанлиқлар тәрипидин қизғин қарши елинған.

Рабийә ханимниң австралийә зияритидә униңға һәмраһ болуш үчүн 18‏- феврал күни австралийигә йетип барған дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса, седний айродромидики қарши елиш мурасими һәққидә тохтилип өтти.

Игиләшләргә қариғанда, рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи вәкилләр өмики, седний шәһиригә йетип бериш биләнла паалийитини башливәткән.

20‏- Феврал күни, австралийидә чиқидиған әң чоң гезитләрниң бери болған " седний морниң һралд" гезитиниң зияритини қобул қилған рабийә қадир ханим, австралийә көчмәнләр идариси рәһбәрлири қатарлиқ австралийә һөкүмәт әрбаплири билән көрүшкән.

Rabiye-awstiraliye-200.jpg
19‏- Феврал күни,австралийигә йитип барған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә һәмраһлири, седний хәлқара айродромида, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һүсәйин әпәнди башчилиқидики шәрқий түркистанлиқлар тәрипидин қизғин қарши елинған. Source: www.eastturkistan.org.au

Австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң вәкили зубәйрә ханим, рабийә қадир ханимниң 20‏- феврал күнидики паалийити һәққидә тохтилип өтти.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, рабийә қадир ханим вә һәмраһлири бүгүн австралийә һөкүмәт рәһбәрлири вә парламинт әзалири билән учришиш үчүн седний шәһиридин австралийиниң пайтәхти канбира шәһиригә қарап йолға чиққан. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.