Рабийә қадир ханим австралийә зияритини ғәлибилик ахирлаштурди


2008.02.29

Rabiye1stday-150.jpg
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим. RFA Photo

Австралийә уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән 19 ‏- феврал күнидин 29 ‏- феврал күнигичә австралийидә зиярәттә болған, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим зияритини ахирлаштуруп вашингтонға йолға чиқти.

Австралийидики шәрқий түркистанлиқлар тәрипидин қизғин күтүвелинған рабийә ханим бу қетимқи зиярити җәрянида, австралийә ташқи ишлар минстирлиқи хадимлири, парламинт әзалири вә австралийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәсуллири билән учришип уларға уйғурларниң нөвәттики әһвали, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сиясити һәққидә мәлумат берип, австралийә һөкүмәт хадимлири вә парламент әзалиридин уйғурларға қаратқан сияситини өзгәртиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилған.

Австралийә зияритини ахирлаштурған, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, седний шәһиридә, австралийидин америкиға қарап йолға чиқиш алдида, телефон арқилиқ зияритимизни қобул қилди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәр қанатниң рабийә ханим билән бу һәқтә өткүзгән сөһбитини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.