Рабийә қадир ханимниң хитай әлчиханисиниң инкасиға җаваблири
2007.12.14
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, 12 -декабир күни хитай һөкүмитигә хитап қилип, мәһбусларға муамилә қилишта инсаний болушқа, тән саламәтликидә мәсилә көрүлгән оғли абликим абдуреһимгә түрмә сиртида давалиниш имканийити беришкә чақирған иди. Вашингтондики хитай әлчиханиси, 13 - декабир күни рабийә қадир ханимниң чақириқиға инкас қайтурди.
Әлчихана баянатчиси ваң бавдоң тәрипидин қайтурулған инкаста, абликим абдуреһим мәсилисиниң қанун бойичә бир тәрәп қилинидиғанлиқи билдүрүлүп мундақ дейилгән :"җуңгодики мәһбусларниң кесәл болуп қалғанда давалиниш һоқуқи бар; буниң билән биллә, кесәл һалитидиму, түрминиң қаидә -түзүмлиригә бойсунуш мәҗбурийити бар. Җуңгониң қанунида, мәһбусларға тән җазаси бериш вә мәһбусларни хорлаш чәкләнгән. Әмма мәһбуслар түзүмгә бойсунмиса җазалиниду."
Мәзкур инкаста, рабийә қадир ханимни " шәрқий түркистан бөлгүнчиси" дәп атиған ваң бавдоң " булар шинҗаңни җуңгодин бөлүвелиш мәқситигә йетиш үчүн давамлиқ һәрхил иғваларни тарқитип туриду, җуңго һөкүмитигә һақарәт қилиду. Мәқсити, дуня җамаитиниң һесдашлиқиға еришиш" дәп билдүргән.
Бу мунасивәт билән, һазир белгийидә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханимни зиярәт қилдуқ. Рабийә ханим, хитайниң түрмә түзүмлири һәққидә тохталди.
Рабийә қадир ханим хитай әлчиханисиниң инкасидики "мәһбуслар түрмә түзүмигә бойсунуши керәк" дегән сөзини маһийәттә "уйғур паалийәтчилирини һәқ дәвадин ваз кечиши керәк дегинидур" дәп көрсәтти.
Рабийә қадир ханим, бир милләт бәхт саадәткә еришиши үчүн чоқум бәдәл төлиши керәкликини, уйғур миллий һәрикитиниң йол башчиси болуш сүпити билән алди билән өзиниң андин аилисиниң бу бәдәлни төләшкә һәр вақит тәйяр икәнликини йәнә бир йәнә қетим әскәртип өтти. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң мураҗити қазақистандики барлиқ уйғурларниң қизғин қоллап қуввәтлишигә еришти
- Б д т әмгәк тәшкилати уйғур тәшкилатлиридин материяллар билән тәминләшни тәләп қилди
- Рабийә қадир ханимниң түрмидики оғлиниң саламәтлики аилисидикиләрдә әндишә қозғиди
- Алматада уйғурлар кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- " Рабийә, японийәгә хуш кәпсиз ! "
- Рабийә ханим җәнвәдә яврупа парламентниң комитет мәсуллири билән көрүшти
- Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә - либераллиқ " йиғиниға қатнашти (2)
- Рабийә қадир ханимниң японийидики зиярити һәққидә сөһбәт
- Рабийә қадир ханимниң японийә зияритиниң истратегийилик әһмийити
- Рабийә қадир ханимниң японийә паалийитиниң ахирқи күнлири
- Рабийә қадир, қәшқәрдә уйғурларға өлүм җазаси бериш вәқәсини " Wall Street Journal " да тәнқид қилди
- Рабийә қадир японийиниң масәй вә ямагучи қатарлиқ җайлирида нутуқ сөзлиди