Рабийә қадир ханим б д т ниң кишилик һоқуқ йиллиқ йиғинида сөз қилди
2007.03.27
Игилишимизчә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң башчилиқида б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиллиқ йеғиниға қатншиватқан уйғур вәкиллири, бу хәлқаралиқ кишилик һоқуқ йеғиниға қатнишиш үчүн шивитсарийиниң җәнвә шәһиригә кәлгән кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләрниң вәкиллири вә һәр қайси дөләтләрниң дипломатлири вә хәлқара тәшкилатларниң вәкиллиригә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини чүшәндүрүш һәмдә уларға уйғурларниң нөвәттики әһвалини тонуштуруш үчүн җиддий паалийәт елип бармақта.
3-Айниң 26- күни рабийә қадир ханим, б д т кишилик һоқуқ кеңиши паалийәтлири даириси ичидә кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийити һәққидә орунлаштурулған йеғинға алаһидә тәклип билән қатнишип сөз қилған. Рабийә ханим б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза 47 дөләтниң вәкиллири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири қатнашқан бу йеғинда қилған сөзидә,хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини қаттиқ тәнқид қилип, хәлқара җамаәтни хитайниң уйғурларға қаратқан бесимини азайтиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитишкә чақирған.
Бу рабийә қадир ханимниң б д т кишилик һоқуқ кеңиши мунбиридә тунҗи қетим сөз қилиши болуп һесаблинидикән.
Шивитсарийиниң җәнвә шәһиридә давамлишиватқан б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йеғини 30- март күни ахирлишиду. Биз уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим риясәтчиликидики дуня уйғур қурултийи вәкиллириниң җәнвәдики паалийәтлири һәққидә келәрки программимизда давамлиқ мәлумат беримиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә ханим дунядики 8 нәпәр әркинлик күрәшчисиниң бири дәп тәрипләнди
- Уйғурлар мәсилиси явропа парламентида
- Рабийә қадир ханим голландийә почта корт латарийиси үчүн амәт символи қилинди
- явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йеңи бир муназирә қозғалди
- Рабийә қадир ханим канада зиярити һәққидә тохталди
- Рабийә қадир ханим канада парламентида уйғурларниң кишилик һоқуқи һәққидә гуваһлиқтин өтти
- Уйғурларниң һоқуқлири үчүн көрәш қилғучи
- Рабийә қадир ханим канаданиң пайтәхти оттавада
- Рабийә қадир ханим торонтода хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа қатнашти