Рабийә қадир ханимниң б д т кишилик һоқуқ йиғинидики паалийәтлири давамлашмақта


2007.03.28

rabiye-alim.jpg
Д у қ вә UAA рәиси рабийә қадир ханим UAA баш катипи алим сейтоф билән җәнвәгә меңиштин бурун вашиңтонда чақирилған аялларни тәрбийиләш йиғинида. Image/UAA

Шветсарийиниң җәнвә шәһиридә давамлишиватқан б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиллиқ йиғиниға қатнишиватқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур вәкилләр, чаршәнбә күни хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати қатарлиқ хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири һәмдә шветсарийә парламент әзалири билән учришип уларға хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити вә уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат бәргән.

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсаниң билдүрүшичә, рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур вәкилләрниң бу қетимқи шветсарийә зиярити җәнвә шәһиридики паалийәтләр биләнла чәклинип қалмиған. Уларшветсарийиниң пайтәхти берн шәһиригә берип шветсарийә һөкүмәт хадимлири билән көрүшүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқини қандақ дәпсәндә қиливатқанлиқини пакит-дәлилләр билән оттуриға қойған.

Игилишимизчә, шивитсарийидиму зияритини ахирлаштурған рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи вәкиллири пәйшәнбә күни шивитсарийидин айрилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.