Рабийә қадир ханим белгийә кеңәш палатиси рәһбәрлири билән көрүшти


2005.10.21

Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 21- күни, йәни белгийидики паалийитиниң иккинчи күни брюсселда белгийә дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси рәиси лизен ханим билән сөһбәт елип барған.

Рабийә қадир ханим кеңәш палата рәһбәрлири билән көрүшкәндә уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси, хитай көчмәнлири мәсилиси, вәтән сиртидики уйғур көчмәнләр мәсилиси пиланлиқ туғут мәсилиси вә ашкарә қилишқа болмайдиған бир қатар мәсилиләр һәққидә параңлашқан.

Рабийә қадир ханим белгийә дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси даирилири билән көрүшкәндин кейин, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң белгийидики бир шөбиси орунлаштурған паалийәткә қатнашқан.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни мухбиримиз әркинниң белгийиниң пайтәхти брюсселдин бәргән хәвиридин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.