Америка президенти җорҗ буш рабийә ханимниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини мәдһийилиди
2007.06.05
Германийидики санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлар йиғиниға қатнишиштин бурун, чих дөлитини зиярәт қилған америка президенти буш, чих пайтәхти прагада дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир билән көрүшүп, униң уйғур кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн елип бериватқан күришини мәдһийилиди.
Президент буш, прагада чақирилған хәлқара демократийә вә бихәтәрлик йиғинда рабийә қадирни алаһидә тилға елип, " рабийә қадир бу йәрдә мән көрүшидиған йәнә бир өктичи заттур. Биз униң оғуллириниң түрмигә соланғанлиқини униң кишилик һоқуқи паалийитидин өч елиш қилмиши икәнликигә ишинимиз," дәп көрсәтти.
Президент буш йәнә, "рабийә қадирға охшаш әр вә аяллар шу дөләтләрниң зор байлиқи, шундақла улар, қораллиқ һәрбий қисимлири вә йәр асти нефит байлиқидин қиммәтликтур," дәп көрситиду.
Йиғинға сөз берип болғандин кейин, президент буш вә аяли лора буш, рабийә қадир ханим билән айим көрүшүп, рабийә қадир ханимдин һал сорайду вә униң уйғурларниң инсан һоқуқлири үчүн қиливатқан күрәшлирини мәдһийиләйду.
юқурдики улиништин, мухбиримиз әркинниң рабийә ханим билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатидин хәвәр алғайсиз
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди
- Рабийә қадир MIT вә харвард университитида уйғурлар һәққидә доклат бәрди
- явропа бирлики уйғурлардин нимиләрни күтиду?
- Хитай рабийә қадир ханимниң аилисидин өч алғанлиқини рәт қилди
- яврупа парламентиға төкүлгән көз йеши
- Д у қ ниң голландийидики паалийәтлири ғәлибилик аяғлашти
- Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири явропа парламентида болди
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханим қурултай тәйярлиқ хизмәтлирини көздин кәчүрди
- Абликим абдуреһимниң қолға елинғанлиғи - дуняниң көзидә
- Рабийә қадир пәрзәнтлириниң қамақ җазасиға һокум қилиниши түрк дунясида инкас қозғиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини, рабийә қадирниң оғуллириға өзлирини ақлаш пурсити беришкә чақирди
- Хәлиқара җәмийәтниң абликим абдуреһимға берилгән қамақ җазасиға инкаслири