Рабийә қадир ханим, америка президенти җорҗ буш билән болған тарихи характерлиқ учрушушни түгүтүп америкиға қайтти
2007.06.06

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, чех пайтәхти прагада чақирилған "хәлқара димократийә вә бихәтәрлик" йиғиниға қатнашқандин кейин, чаршәнбә күни америкиниң вашингтондики туралғусиға қайтип кәлди.
Рабийә қадир ханимниң прагадики хәлқара йиғинда елип барған әң муһим паалийәтлириниң бири, америка президенти җорҗи буш вә 1 - ханим лаура бушлар билән учрушуш һәм сөһбәтлишиш пурситигә еришкәнликидур.
Болупму президент бушниң йиғинда сөзлигән нутуқида, рабийә қадирға охшаш кишиләр бир дөләтниң һәрбий күчи вә йәр асти байлиқидинму қиммәтлик талант игилиридин, дәп тәриплигәнлики чәтәл мәтбуатлирида тилға елинмақта.

Рабийә қадир чаршәнбә күни чүштин кейин вашингтон даллас айдурумиға қонғандин кейин, бу қетимқи сәпири тоғрисида мухбиримизниң зияритини қобул қилди.
юқурдики улиништин, мухбиримиз әркинниң даллас вашингтон айрудурумидин бәргән хәвәригә қулақ селиң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка президенти җорҗ буш рабийә ханимниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини мәдһийилиди
- Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди
- Рабийә қадир MIT вә харвард университитида уйғурлар һәққидә доклат бәрди
- явропа бирлики уйғурлардин нимиләрни күтиду?
- Хитай рабийә қадир ханимниң аилисидин өч алғанлиқини рәт қилди
- яврупа парламентиға төкүлгән көз йеши
- Д у қ ниң голландийидики паалийәтлири ғәлибилик аяғлашти
- Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири явропа парламентида болди
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханим қурултай тәйярлиқ хизмәтлирини көздин кәчүрди
- Абликим абдуреһимниң қолға елинғанлиғи - дуняниң көзидә
- Рабийә қадир пәрзәнтлириниң қамақ җазасиға һокум қилиниши түрк дунясида инкас қозғиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини, рабийә қадирниң оғуллириға өзлирини ақлаш пурсити беришкә чақирди