Рабийә қадир - уйғурларниң далай ламаси
2006.12.04
Америкида нәшр қилинидиған In These Times йәни "заманимиз" журнилиниң тәһрири җаһангир поча әпәнди мәзкур жорналда елан қилған "рабийә қадир - уйғурларниң далай ламаси" намлиқ сөһбәт хатирисидә уйғурларниң ледири рабийә қадир ханимға интайин юқири баһа бәргән болуп, "рабийә қадир ханимни уйғурларниң далай ламаси дейишимдики сәвәб, у худди далай ламаға охшаш өз хәлқиниң кишилик һоқуқи үчүн, тинч йоллар арқилиқ хитай һөкүмити билән җәң қиливатқан җәңгивар аял. Рабийә қадир уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси сүпитидә бу йилқи нобил тинчлиқ мукапати риқабәтчилири арисида алдинқи орунда турди, йәни 1989 - йили далай лама еришкән бу мукапатни қолға кәлтүрүшкә азла қалди" дәп көрсәткән.
Хитай вәдисидә турмиди
"Рабийә қадир, уйғурларниң далай ламаси" намлиқ бу сөһбәт хатирисидә, аптор җаһангир поча әпәнди уйғурлар һәққидики бир қисим мәсилиләр һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәттә болғанлиқини һәмдә рабийә қадир ханимниң мәзкур суалларға наһайити кәскин һәм тәпсилий җаваб бәргәнликини мәлум қилған. Мәсилән, аптор рабийә қадир ханимдин "шинҗаң мәсилиси немә үчүн тибәткә охшаш тонулалмиди " дәп сориғинида, рабийә қадир ханим "хитай һөкүмити далай лама болғачқа тибәттә елип бериватқан иш -һәрикәтлиридә, уйғур елидикигә қариғанда техиму бәкрәк еһтиятчан болмақта; хитай һөкүмити 1949 - йили шәрқий түркистанға киргәндә бизгә аптономийә мәсилисидә нурғун вәдиләрни бәргән. Йәни 'силәр йәнила өз йериңларниң хоҗайини, мәйли иқтисадий яки иҗтимаий җәһәттә болсун вә яки нефит қатарлиқ тәбиий байлиқ мәнбәси қатарлиқ җәһәтләрдә болсун, һәммигә өзәңлар игә; һәммини өзәңлар халиғанчә башқурисиләр' дәп вәдә бәргән иди. Лекин әмәлийәттә улар бизгә әң асаслиқ болған кишилик һоқуқ вә әркинликниму бәрмиди. Бүгүнки күндә бизниң байлиқимиз биз үчүн бир апәт болуп, хитай һөкүмити һәр заман бу байлиқни булаң - талаң қилишни ойлимақта" дәп җаваб бәргән.
Уйғурлар өз земинида аз санлиққа айлинип қалди
Рабийә қадир ханим мәзкур суалға бәргән җавабида йәнә 1949 - йилидин буянқи уйғур елидики нопус мәсилисини мисалға елип "әйни чағда йәни 1949 - йили уйғур елидики хитайларниң нопуси омумий нопусниң пәқәт 5 % ни игиләйтти, қалған 95% и уйғур миллитини асаси қилған түркий милләтләр иди. Лекин хитай һөкүмитиниң мәзкур җайға хитай көчмәнлирини түркүмләп йөткиши билән, һазир у йәрдә хитайлар көп санлиқ милләт болуп, биз уйғурлар әслидики көп санлиқ милләттин аз санлиқ милләткә айлинип қалдуқ. Хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин берилгән санлиқ статистикиларда уйғур елидики хитай нопусини 7. 8 Милйон дәп уйғурлар нопусини 5. 7 Дәп көрсәтмәктә. Лекин әмәлийәттә һазирниң өзидә уйғур елигә еқип келиватқан көчмәнләр нопусиниң өзила уйғурларниң нопусидин ешип кәтти" дәп билдүрди.
Хитайниң әмәлийити мени өзгәртти
яқ, мән һәргизму тохтап қалмаймән, бу йолда маңғиним маңған, чүнки һазир бу азап -оқубәт пәқәт балилиримниңла бешиға әмәс, бәлки улар символ болған пүтүн хәлқимниң бешиға кәлмәктә. Шуңа мән һәргиз тиз пүкмәймән.
Аптор җаһангир әпәнди елан қилған мәзкур сөһбәт хатирисидә, рабийә қадир ханимдин йәнә мундақ бир соални сориған. Йәни "хитайлар һазир ' биз уйғур елини тәрәққий қилдуруватимиз' дәп билдүрмәктә; сиз болсиңиз 90 - йилларда хитай сиясий кеңәшниң әзаси болуп сайланған һәмдә сизниң сода ширкитиңиз сизни хитай бойичә 7 - орунда туридиған әң бай киши қилип чиққан, лекин шундин кейин немә ишлар йүз бәрди? " дәп сориған.
Рабийә қадир ханим бу мәсилигә наһайити сәмимийлик билән "мән әң дәсләптә хитай һөкүмитигә ишәнгән идим һәмдә уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә бейҗиң һөкүмитигә давамлиқ доклат қилип турсам, улар чоқум қулақ салиду' дәп ойлайттим. Лекин 1997 - йили ғулҗа шәһиридә йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәсидә, нәччә йүзлигән уйғур яшлири өлтүрүлгән вә нәччә миңлиған кишиләр қолға елинған. Мән һәқиқий әһвални хитай хәлқ қурултийида, хитайниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириға йәткүзүп, йүз бәргән қирғинчилиқ һәрикитиниң нәқәдәр хата икәнликини көрсәткән идим, лекин улар мениң гепимгә қулақ салмиди. Шу чағда мән уларниң бизгә болған сияситини һәргизму өзгәртмәйдиғанлиқини һес қилдим. Мәнму дәл шу чағдин башлап өзгәрдим" дәп җаваб бәрди.
Хәлқимниң бешиға келиватқан зулум балилиримғиму кәлмәктә
"Рабийә қадир, уйғурларниң далай ламаси" намлиқ сөһбәт хатирисини елан қилған "заманимиз" журнилиниң тәһрири җаһангир әпәнди рабийә қадир ханим билән өткүзгән сөһбәт җәрянида, рабийә қадир ханимниң түрмидә ятқан чеғидики әһвали вә шундақла униң балилириниң һазир хитай һөкүмити тәрипидин тәһдиткә учрап, хәтәр астида қеливатқанлиқи һәққидә тохтилип, "әгәр балилириңиз хитайда техиму яман әһвалға дуч кәлсә, сиз бу йәрдә елип бериватқан һәрикитиңизни тохтитип турарсизму?" дәп сориғинида, рабийә қадир ханим интайин кәскин һалда "яқ, мән һәргизму тохтап қалмаймән, бу йолда маңғиним маңған, чүнки һазир бу азап -оқубәт пәқәт балилиримниңла бешиға әмәс, бәлки улар символ болған пүтүн хәлқимниң бешиға кәлмәктә. Шуңа мән һәргиз тиз пүкмәймән" дәп җаваб бәргән. Рабийә қадир ханим сөһбәт җәрянида җаһангир почаға уйғурларниң мәдәнийәт, диний етиқад вә өрп - адәт җәһәттә хитайлардин пүтүнләй пәрқлинидиғанлиқини тәкитләп "хитай һөкүмити бу хил пәрқләрниң тәкитлинишини халимайду, қисқиси улар күчиниң беричә уйғурларниң демократийә вә кишилик һоқуқ қатарлиқлардин бәһриман болушини чәкләп кәлмәктә" дәп билдүргән.
Аптор җаһангир әпәнди "заманимиз" жорнилида елан қилған бу хатирисини рабийә қадир ханимниң "мән хитай һөкүмитиниң демократийигә қарап меңишини вә шундақла хәлқниң инсан һоқуқини һимайә қилишини үмид қилимән, әлвәттә буниңға хели бир мәзгил вақит кетиду, шуңа мән тинчлиқ вә сәврчанлиқ билән елип бериватқан бу күрәшни изчил һалда давамлаштуримән" дегән гепи билән аяғлаштурған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада CBC радиосиниң мухбири уйғурлар вәтинидә
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(2)
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(1)
- Хитайдики мусулманлар авазини көтәрмәктә
- Рабийә қадир ханимниң норвегийидики зиярәт паалийити ғәлибилик ахирлашти
- Рабийә қадир ханим норвегийә парламент әзалири билән көрүшти
- Рабийә қадир ханим норвегийидики паалийитини давамлаштурмақта
- Уйғур елидә сиясий бесим барғансери күчәймәктә
- Уйғурлар дөләт мәҗлиси әзаси франк волф әпәндиниң шан - шәрипи үчүн өткүзүлгән мурасимда
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- Рабийә ханимни нобел мукапатиға намзат қилип көрсәткән аналийе инаксон ханимни зиярәт
- "Бирлик" гезитидә "шәрқий түркистан"