Далай лама вә рабийә қадир һамбургда
2007.07.25

7 - Айниң 22 - күни германийиниң һамбург шәһригә йетип кәлгән д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, сиясий паалийәтлирини башлаштин илгири, тибәтниң роһаний даһийси далай ламаниң 19 - июл күни башланған 10 күнлүк германийә зиярити, германийә пуқралири вә далай ламаниң муритлири, тибәт мәсилиси һимайичилири һәмдә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң чуқанлири билән германийидә күчлүк зилзилә қозғиған иди.
" Тибәтниң әһвали техиму яманлишип кәтти"
19 - Июл күни һамбург шәһригә чүшкән далай ламани шәһәр башлиқи билән биргә, миңлиған киши күтүвалған болуп, далай лама һамбург шәһриниң башлиқиға хада тәқдим қилған вақтида тибәт мәсилиси һәққидә тохтилип; "тибәтниң әһвалида өзгириш болмиди. Әксичә, йеқиндин буян техиму яманлишип кәтти" дегән.
Далай ламаниң германийә зиярити қизғин алқишқа еришкән бир чағда, хитай һөкүмити германийә һөкүмитигә дәрһал наразилиқ билдүрди. Хитайниң германийидики баш әлчиханисидин җүнхүй, далай ламаниң бу һәрикитигә қарита мухбирларға мундақ инкас билдүргән: "биз далай ламани дин байриқини көтүрүвелип, дөләтни парчилаш һәрикәтлири билән шуғуллиниватиду, дәп қараймиз. У аддий бир диний даһи әмәс, бәлки бир сиясий сәргәрдан. Биз далай ламаниң һәр қандақ дөләттә, һәр қандақ шәкилдә елип бериватқан дөләтни парчилаш һәрикәтлиригә қәтий қарши туримиз. Бу __ далай ламаниң һамбург вә башқа җайлардики паалийәтлириниму өз ичигә алиду. Биз бу мунасивәт билән германийә ташқи ишлар министирлики вә мунасивәт органларға наразилиқимизни билдүрдуқ. Германийә һөкүмитидин далай ламаға җуңгоға қарши бөлгүнчилик паалийәтлири билән шуғуллинидиған сорун вә пурсәт һазирлап бәрмәсликни тәләп қилдуқ."
Далай лама билән биргә иш қилиш уйғурлар үчүн пайдилиқ
Далай лама һамбургда диний һәм сиясий паалийәтләр билән шуғуллиниватқан мушу күнләрдә, рабийә қадир ханимму һамбургда пәйда болуп, өзиниң сиясий паалийәтлири башливәтти. Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң бу қетимқи зиярити һәққидә қандақ инкасларда болғанлиқи һелиғичә мәлум болмисиму, хитайниң хәлқара сорунларда күчлүк тәсир пәйда қиливатқан бу икки рәһбәргә қарши қайтуруши мүмкин болған инкаслириға қарита, д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди көз қарашлирини оттуриға қойди.
Дилшат решит әпәндиниң билдүрүшичә, рабийә қадир ханимниң далай лама билән бир шәһәрдә, бирликтә паалийәт елип бериши, уйғурлар мәсилисиниң йәниму бир қәдәм илгирилигән һалда тонулуши вә тәсир пәйда қилиши үчүн пайдилиқ болуп, тибәт мәсилисини тонуп болған германийиликләр, тибәтликләр билән тәқдирдаш болған уйғурларни йәниму ичкириләп билиш пурситигә еришидикән.
Рабийә ханим германийә мәтбуатлирида
Худди далай лама әпәндим бүгүнгә қәдәр айиғи үзүлмәйдиған зиярәтчиләрниң соаллириға җавап бериватқанға охшаш, рабийә қадир ханимму мухбирларниң қоршави астида қалмақта. Илгири тибәт мәсилисини вә далай ламани тонуп кәлгән германийиликләр, бүгүн уйғурлар мәсилисини вә рабийә қадир ханимниму тонуп, охшаш тәқдиргә, охшаш ғайигә игә болған бу икки милләтниң мәсилисиниң тезрақ һәл болушиға тиләкдашлиқ билдүрмәктә.
Бүгүн германийидики мәшһур университетларниң тибәт мәсилиси тәтқиқатчилири, һәр қайси даңлиқ гезит - җурналлар вә т в қаналлири далай лама һәққидә үзмәй хәвәрләр елан қиливатқанға охшаш, рабийә қадир ханим һәққидики хәвәрләрниңму айиғи үзүлмәй елан қилинип турмақта. Рабийә қадир ханим бир ай илгири „гүлдүрмама" намлиқ әсириниң нәширдин чиқиши мунасивити билән германийидә елип барған бир һәптилик зиярити җәрянида, униң билән сөһбәт қурған вә т в филимлири ишлигән қаналлар бүгүнгә қәдәр рабийә қадир ханим вә уйғурлар мәсилиси һәққидики материяллирини улап елан қилмақта. Бу һәқтә д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун әпәндим өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимниң германийә сәпири вә далай лама билән учришиши
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (2)
- Рабийә қадир ханим вә уйғур миллий һәрикити һәққидики қарашлар
- Рабийә қадир һәққидики учурлар германийә мәтбуатлирида давамлиқ елан қилинмақта
- Германийә аммиви ахбарат вастилирида рабийә қадир ханим
- Қирғизистандики уйғурлар рабийә қадир һәққидики китабтин шадланди
- Рабийә қадир ханим "гүлдүрмама" намлиқ китаби һәққидә тохталди
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Германийидики уйғурлар рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиниң нәширдин чиққанлиқи мунасивити билән тәбрикләш паалийити өткүзди
- "Қутлуқ болсун уйғурлар, қутлуқ болсун рабийә ана!" намлиқ очуқ хәт һәққидә сөһбәт
- Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһал характерлик әсириниң нәширдин чиқиш мунасивити билән, долқун әйса сөһбәттә
- Рабийә қадирниң тәрҗимиһалиниң нәширдин чиқиш мурасими тоғрисида