Рабийә қадир дәври йетип кәлди


2007.01.19

rabiye-afp.jpg
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 2006 - йили 6 – өктәбир күни вашингтонда. AFP

"Хитай вақит гезити", "довей хәвәрлири" қатарлиқ хитайчә учур вастилирида баян қилинишичә, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси оттура асия тәтқиқат орниниң башлиқи пән җжпиң әпәнди рабийә қадир дәри йетип келишниң алдини елиш дегән йеңи тәдбирни оттуриға қойған. Пән әпәнди уйғурлар ичидә тәсири күчлүк болған рабийә қадирханимниң пүтүн уйғурни бирликкә кәлтүрүп, ғәрбниң кишилик һоқуқ көз қаришидин пайдилинип хитай һөкүмитигә қақшатқуч зәрбә бериши мумкинликини "рабийә қадир дәври" дәп атиған. Бу әрбабниң қаришичә, рабийә қадир милләтчи, әмма шинҗаңда иҗтимаий орни бар, уйғурлар ичидә тәсири күчлүк, америкилиқлар уни яхши көриду. Һазир рабийә қадир америкиниң пәрдә арқисида туруп қоллиши билән шәрқи түркистанчилар ичидә йеңи юлтуз болуп қалди. Шуңлашқа пән әпәнди "шивитсийиликләрниң уни нобил тинчлиқ мукапатиға көрсәткәнликиму исимиздә. Биз чуқум рабийә қадирниң нобил мукапатиға еришип қелишиниң алдини елишимиз лазим, дәп тәкитлигән.

Ваң лечуән, пән җжпиңлар әшәддий милләтчиләр

Рабийә ханим, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси оттура асия тәтқиқат орниниң башлиқи пән әпәндиниң "рабийә қадир милләтчи" дегән баһасиға рәддийә бәргәндә, ваң лечуәнниң, пәнҗжзпиңниң әшәдди хитай милләтчиси икәнликини көрсәтти.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға салған зулумини дуняға йәткүзидиған рабийә қадир дәври йетип кәлди

Пән әпәндиниң баян қилишичә, "шәрқий түркистанчилар" дегән уйғурлар чәтәлләрдә қурған тәшкилатларниң ортақ нами, аллиқачан бит-чит болған бу тәшкилатлар һазир рабийә қадир дәвригә киришкә йүзләнди. Һазир шәрқий түркистанчиларниң икки чоң мәркизи бар, бири һазир германийә , италийә, америка қатарлиқ ғәрб күчлириниң кишилик һоқуқ көз қаришиға тайинип җуңго һөкүмитигә һуҗум қиливатиду. Йәнә бир мәркизи оттура асияда, улар парчиланған иди, һазир бирликкә келишкә йүзләнди, пән әпәнди бу мәсилигә кәлгәндиму оттураасияда "чуқум рабийә қадир дәври йетип келишниң алдини елишимиз лазим" дегән.

Рабийә ханим, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси оттура асия тәтқиқат орниниң башлиқи пән әпәндиниң "шәрқий түркистанчиларниң германийә , италийә, америка қатарлиқ ғәрб әллиридики бир мәркизи һазир ғәрб күчлириниң кишилик һоқуқ көз қаришидин пайлинип җуңго һөкүмитигә һуҗум қиливатиду" дегән баһасиға җаваб бәргәндә хитай һөкүмитиниң уйғурларға салған зулумини дуняға йәткүзидиған рабийә қадир дәври йетип кәлди, деди.

Һәр йили хитайниң чаған байримини яхши өткүзүш үчүн уйғурларниң қенини төкидиған вәһши һәрикәт йәнә башланди

Хитай вақит гезитиниң баян қилишичә, шинҗаң сақчилири 1 ‏- айниң 5 ‏- күни памер игизликидә 18 нәпәр террорчини етип өлтүргән, 17 ни тутқан, қечип кәткәнлирини һазир қоғлап тутушқа башлиған. Җәнуби җуңго гезити" дә баян қилинишичә, һазир памер игизликидә, йәркән дәряси вадисида хитай сақчилири йолдин өткәнлики адәмләр ичидин гуманлиқ кишиләрни изләватиду, һәтта тик учар айрупиларниму бу ишқа сәпәрвәр қилған.

Рабийә ханим хитай һөкүмити "памер тағлирида 18 нәпәр террочи етип ташланди, 17 си тутулди, қечип кәткәнлирини қоғлап тутуш башланди" дәп хәвәр елан қилғандин кейин, һәрйили хитайниң чаған байримини яхши өткүзүш үчүн уйғурларниң қенини төкидиған вәһши һәрикәт йәнә башланди,улар уйғурларға йәнә техиму дәһшәтлик зулум селишқа башлиди, дәп көрсәтти. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.