Рабийә қадир ханим билән сөһбәт --- йеңи ира гезитидики мақалә һәққидә


2007.10.30

Rabiye-rfada-200.jpg
Рабийә ханим RFA ни зиярәт қилди. RFA Photo

Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң йеқинқи нәтиҗилири, дуня мәтбуатиниң қизиқишини барғансери қозғимақта. Бу йил 29 ‏- өктәбир күни, дуняниң һәрқайси җайлирида, 15 хилдин артуқ тилда нәшр қилинидиған йеңи ира гезитиниң ингилизчә санида, " хитайниң биринчи номурлуқ дүшмини" намлиқ мақалә елан қилинди.

Бастуриливатқанлар әмәс, бастуруватқанлар террорист

Мақалиниң аптори, йеңи ира гезитиниң германийидә турушлуқ мухбири флориан годовитс болуп, аптур мақалисидә, алди билән рабийә қадир вә шәрқи түркистан вәзийити қисқичә мәлумат бәргән, у рабийә қадир ханимниң характери һәққидә тохталғинида, " җанлиқ, һессиятчан әмма һессиятини контрол қилишни билидиған, чечән вә һазир җаваб аял" дәп тәриплигән. Рабийә қадир ханимниң, 1997 ‏- йили бейҗиңда ечилған хәлқ қурултийида, хитайниң сияситини ашкара тәнқид қилалиғанлиқ җасаритини алаһидә мәдһийилигән. Мақалидә апторниң рабийә ханим билән өткүзгән сөһбити берилгән.

Мухбир" хитай һөкүмитиниң уйғурлардин әндишиси зади немә" дәп сориғинида, рабийә ханим, " хитай һөкүмити 1949 ‏-йили шәрқи түркистанни бесивалған, хитай бу реаллиқниң дуняға кәңри билинип кетишини халимайду, шуниң үчүн уйғурларни бастуриду" дәп җаваб бәргән.

Рабийә ханим йәнә, мухбирға хитайниң йеқинқи күнләрдин буян явропа парламентиниң әзалириға хәт йезип, униң елип бериватқан паалийәтлириниң алдини тосмақчи болғинини билдүрүп мундақ дегән: " хитай мени дуняға бөлгүнчи, террорчи дәп тонуштуруватиду, бу гәплири маңа қилчиму тәсир қилғини йоқ, чүнки шу нәрсә ениқки, езиливатқан, бастурулуватқан милләтниң авазини дуняға йәткүзгәнләр террорчи әмәс, бигунаһ инсанларни түркүм-түркүмләп тутқун қиливатқан, өлүм җазаси бериватқанлар террорчидур"

" Демократийә" ни 60 қетим еғизға алғандин көрә бир қетим әмәлий иш қилған яхши

Рабийә қадир ханим йәнә, мухбирниң" хитай коммунист партийиси өзини ислаһатчи қилип көрситишкә тиришиватиду, йеқинқи йилларда, уларниң уйғурлар үчүн елип кәлгән бир йеңилиқи барму?" дегән соалиға " йоқ " дәп җаваб бәргән вә " бар дейилсә, 1949 ‏- йили шәрқи түркистандики хитай нопуси %2 иди, һазир %60 гә йеқинлашти, болған өзгириш бу" дәп әскәрткән.

Рабийә ханим мухбирниң йәнә, " ху җинтав 17 ‏- қурултайдики доклатида, демократийә дегән аталғуни 60 қетим тәкрарлиған, сизчә бу нуқтида бир сәмимийәт барму? " дәп сориғинида, рабийә ханим ху җинтавниң доклатини "нәччә он йиллиқ кона сәпсәтә " дәп баһа бәргән вә " хитай демократийини 60 қетим тилға алғандин шәрқи түркистанға яки тибәткә бир қетим мухбирларниң әркин киришигә йол қоюп бақсун, бу ишәнчликрәк болиду,ишинимәнки, буниму қилалмайду, 1989 ‏-йилдики тйәнәнмен вәқәси вә 1997 ‏- йилдики ғулҗа вәқәсидә садир қилған җинайитини тонумай туруп, хитай һөкүмитиниң демократийидин сөз ечиши алдамчилиқтин башқа нәрсә әмәс " дәп җаваб бәргән.

Мақалида йәнә рабийә ханим еғизидин берилгән " биз хитайға қарши әмәс, биз пәқәт, миллий кимликимизни қоғдап қелишни вә тенч яшашнила халаймиз" дегән җүмлә болуп, бу сөзи тоғрисида вә буниңға мунасивәтлик мәсилиләр үстидә рабийә ханимниң өзи билән өткүзгән сөһбитимизниң мәзмунини юқиридики улиништин аңлайсиләр. ( Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.