
Атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим тәклипкә бинаән д у қ ниң 2- нөвәтлик кеңәйтилгән йиғиниға қатнишиш үчүн җүмә күни әтигәндә германийиниң мюнхен шәһридики хәлқара айдурумға йетип кәлди вә мәзкур дөләттики бир һәптилик зияритини башлиди.
Германийидики йүзләрчә уйғур муһаҗирлар рабийә қадир ханимни айродрумда дағ - дуға билән күтүвалди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин шундақла мәмтимин һәзрәтләр, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә мәркизи германийидики хәтәр астидики милләтләр тәшкилатиниң вәкиллири айродромда һазир болди. Бу мәмтимин һәзрәтниң 11 - сентәбир вәқәсидин кейин тунҗи қетим аммиви сорунға чиқиши болуп һесаблиниду.
Җүмә күни кәчтә, д у қ ниң 2- нөвәтлик кеңәйтилгән йиғининиң ечилиш мурасими өткүзүлгән болуп, йиғинда рабийә қадир ханим, муһәммәт имин һәзрәт, әркин алиптекин вә хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни германийидики ихтияри мухбиримиз пәрһат муһәммидиндин аңлаң
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим германийидә уйғур муһаҗирлар тәрипидин күтүвелинди
- 2005 -Йиллиқ "демократийә" мукапати 3 нәпәр афғанистанлиққа берилди
- Әнгилийә сәпиридин кейин рабийә қадир ханим билән сөһбәт
- Д у қ хитайниң аз санлиқ милләтләргә бәргән вәдилиргә әмәл қилмиғанлиқини әйиблиди
- Рабийә қадир ханим уйғурларниң кишилик һоқуқ үчүн давамлиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүрди