Рабийә қадир ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әнгилийидики баш штабини зиярәт қилди
2005.06.23
21- Июн лондонға йетип келип әнгилийидики паалийитини башлиған атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим бүгүн әтигән һәмрийи сидиқ һаҗи рози әпәнди, қизи әқидә сидиқ, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф һәмдә әнгилийә уйғур җәмийтидики бир қисим хадимларниң һәмраһлиқида, хәлқара кәчүрүм тәшкилати баш катиплиқи, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әнгилийә шөбиси шәрқий асия хитай бөлүми қатарлиқ орунларниң қобул қилишиға еришти. Рабийә ханим йәнә әнгилийидики асаслиқ мәтбуатлардин болған BBC радио - телевизийә ширкити мухбири билән сөһбәтләшти.
©
2005 Radio Free Asia