Рабийә қадир ханим голландийидики паалийити һәққидә тохталди
2005.10.07
Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим голландийидики зиярити җәрянида 5-өктәбир күни хәлқара кәчүрүм тәшкилати орунлаштурған "хитайдики унтиливатқан милләтләр" намлиқ йиғинға қатнишип нутуқ сөзлигән. Әтиси голландийә парламент әзалири билән учришип уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә сөһбәтләшкән. 7-Өктәбир күни банкирлар һәм тиҗарәтчиләр вәкиллиригә сөз қилип, хитай билән тиҗарәт қилғанда кишилик һоқуқ мәсилисини алдинқи орунға қоюшини тәләп қилған.
Рабийә қадир ханим шу күни кәчтә голландийидики уйғурлар орунлаштурған иптар дастихиниға дахил болуп, сорундикиләргә сөз қилди вә мухбирларниң зияритини қобул қилди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим голландийидики паалийитини башлиди
- Рабийә қадир ханим хәлқарадин уйғурларға ярдәм беришни сориди
- Уйғур вә тибәтләр б д т алдида ху җинтавға қарши намайиш өткүзди
- Рабийә қадир америка дөләт мәҗлиси әзаси там лантос билән учрашти
- Рабийә қадир, уйғур елидә қанат яйдуруливатқан бастуруш һәрикитини әйиблиди