Рабийә қадир явропадики зияритини ахирлаштуруп америкиға қайтип кәлди


2005.10.26
rabiye-lyuksemborg.jpg
Рабийә ханим люксемборг либираллар партийисиниң парламент әзаси, сабиқ люксемборг ташқи ишлар министири чарлис гөренс (оңда) билән. RFA

Уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, сәйшәнбә күни 3 һәптилик явропа сәпирини ахирлаштуруп, шу күни вашингтонға қайтип кәлди.

Рабийә қадирниң явропа сәпириниң әң ахирқи бекити люксемборг болуп, униң люксемборгдики зиярити 23 вә 24 - өктәбирләрдә елип берилди. Рабийә ханим бу җәрянда люксемборг парламенти вә ташқи ишлар министирликидики даириләр билән сөһбәт елип барди.

Бизниң хитай билән җидәлләшкимиз йоқ

Рабийә қадир люксемборг парламент әзалири билән сөһбәткә олтурғанда сөзини " мениң хитай һөкүмити билән аразилишиш нийитим йоқ иди, һазирму улар билән аразилишиш нийитим йоқ. Мән пәқәт хитай һөкүмитидин өзимизниң кишилик һоқуқинила тәләп қилдим," дәп башлиди. Рабийә қадир ханим мундақ дәйду : " хәлқим һоқуқ азабиға дуч кәлди, көчмәнләр долқуниға дүч кәлди, мунбәт йәрләр хитай көчмәнлиригә елип берилди, пул тапидиған тиҗарәтләр, мәмурий идарә - органлар хитайларға берилди, хәлқимниң йери түрмиләрдин орун елиш вә намратлиқта қалдурулуш болди.

Люксемборг уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлиду

Сөһбәт җәрянида люксемборг либираллар партийисиниң парламент әзаси, сабиқ люксемборг ташқи ишлар министири чарлис гөренс, хитай һөкүмити тәрипидин өлтүрүлгән сияси мәһбусларға қайғуридиғанлиқини әскәртти. Чарлис гөренс рабийә қадир ханим оттуриға қойған тәләпләргә җавабән, "биз сиз оттуриға қойған пикирләргә қошулимиз шундақла биз тиләклириңизни явропа иттипақи қатарлиқ мунасивәтлик сорунларда оттуриға қойимиз", дәп көрсәтти.

Хәлқим һоқуқ азабиға дуч кәлди, көчмәнләр долқуниға дүч кәлди, мунбәт йәрләр хитай көчмәнлиригә елип берилди, пул тапидиған тиҗарәтләр, мәмурий идарә - органлар хитайларға берилди, хәлқимниң йери түрмиләрдин орун елиш вә намратлиқта қалдурулуш болди.

Рабийә қадир сөһбәт җәрянида люксемборг даирилириниң уйғур кишилик һоқуқи вәзийитигә көңүл бөлүшини тәләп қилип, бәзи тәләпләрни оттуриға қойған. Көрүшүш җәрянида парламент әзаси чарлис гөренс, рабийә қадирға уйғурларниң мәсилисини хитай билән сөһбәт елип барғанда оттуриға қоюдиғанлиқини билдүрди. У, " кишилик һоқуқ күришиңизни давамлаштурушиңизға тиләкдашмән. Биз сиз оттуриға қойған мәсилиләрни хитай һөкүмити билән учрашқанда оттуриға қойимиз," дәп көрсәтти.

Ленди ер: мусапирлар мәсилисини ойлишимиз

Сөһбәт арисида люксемборг сотсиялистлар партийисиниң парламент әзаси, лейди ер ханим, уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида люксемборг һөкүмити билән сөзлишидиғанлиқини билдүрди. У, "люксемборг һөкүмити мусапирлар мәсилисини тоғра бир тәрәп қилиду, дәп ойлаймән. Биз бу мәсилини һөкүмәткә йәткүзәйли, мән бу мәсилини һөкүмәткә йәткүзүшкә сөз беримән," деди.

Рабийә қадир, люксемборг парламент әзалириға уйғур мусапирлириниң әһвалини тонуштуруп, дуняниң һәр қайси җайлирида баш панаһсиз еқип йүргән уйғур мусапирлардин болмиди дегәндә бәш кишини болсиму люксемборгқа қобул қилишни тәләп қилған. Рабийә қадир, люмсимбург ташқи ишлар министирликидики әмәлдарлар билән учрашқанда бу мәсилини оттуриға қойған болсиму, әмма улар буниңға дәрһал җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүргән.

Рабийә қадир : тибәтләр билән һәмкарлишиватимиз

Люксимбург ғәрбий явропадики франсийә, белгийә вә германийә қатарлиқ дөләтләр билән чигрилинидиған кичик бир кинәзлик. Омуми нупуси 430 миң әтрапидики кинәзликниң территорийә узунлуқи 82 километир, кәңлики 30 километир келиду. Игилики банкичилик вә пул - муамилә кәспини асас қилған.

Сөһбәт җәрянида парламент әзаси ленди ер ханим, уйғурлар билән тибәт қатарлиқ башқа етник милләтләрниң һәмкарлиқ әһвалини сориди. Рабийә қадир ленди ерниң суалиға җавабән, " тибәтләр билән һәмкарлиқимиз бар. Йеқинда далай лама билән вашингтонда бир қанчә миң кишилик йиғинимиз өткүзүлмәкчи," дәп көрсәтти.

Люксемборг һөкүмити: өлүм җазаси вә пиланлиқ туғут сиясити қобул қилинмайду

Люксемборг парламент әзалири билән елип берилған сөһбәттин кейин, шу күни рабийә қадир люксемборг ташқи ишлар министирликидики әмәлдарлар билән сөһбәт елип барди. Сөһбәткә мухбирларниң кириши рухсәт қилинмиди. Әмма сөһбәттин кейин рабийә қадирниң әскәртишичә, у уйғурларниң кишилик һоқуқи вәзийитини тонуштуруш билән биргә, люксемборг парламентида оттуриға қойған тәләпләрни йәнә тәкитлигән. Рабийә қадируниң әскәртишичә, гәрчә люксемборг ташқи ишлар министирликидики әмәлдарлар бәш нәпәр уйғур мусапирни қобул қилиш тәлипигә дәрһал җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма уйғурларниң кишилик һоқуқи вәзийитигә диққәт қиливатқанлиқини, болупму сияси мәһбусларға өлүм җазаси бериш вә пиланлиқ туғут сиясити қобул қилинмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Люксемборг садаси : хәлқиниң һоқуқи йолида атланған аял

Рабийә қадир дүшәнбә күни люксемборг парламенти вә ташқи ишлар министирликидики даириләр билән сөһбәт өткүзүштин бир күн илгири, хәлқара кәчүрүм тәшкилати люксемборг шөбисиниң ишханисида мухбирларни күтүвелиш вә уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғини чақирди.

Дүшәнбә күни " люксемборг садаси" гезитиниң франсузчә чиқидиған нусхиси рабийә қадир тоғрисида бир парчә мақалә елан қилип, уни " рабийә қадир кишилик һоқуқи дәпсәндигә учриған уйғурларниң садасини дуняға аңлитиш үчүн узун вә қийин бир сәпәргә атланған аял," дәп тонуштурди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.