Рабийә қадир ханим явропа парламентида
2006.11.29
Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 11 – айниң 27 – күни германийидики паалийәтлирини ахирлаштуруп, д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан, д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси алим сейит әпәндиләрниң һәмраһлиқида шу күни кәч белгийә пайтәхти брюсселға берип, 11 – айниң 28 – күни вә 29 – күнлири явропа парламентиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири билән сөһбәтләр елип барған.
явропа парламентиниң рәһбәрлири вә явропа парламенти инсан һәқлири комитетиниң мәсуллири, рабийә қадир ханимниң шәрқий түркистандики хитай зулуми вә хитай дөләт террориниң әмәлий әһваллири һәққидә бәргән мәлуматлирини әстайидил аңлап, өзлириниң уйғурлар мәсилигә техиму җидди муамилә қилиш мәҗбурийәтлирини барғансири чоңқур тонуп йетиватқанлиқини ипадә қилған.
Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси алим сейит әпәндиниң бәргән мәлуматиға қариғанда, д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур вәкиллириниң явропа парламентидики зиярәтлири наһайити мол мәзмунға игә болған.
Уйғур вәтинидә хитай мустәбитлири тәрипидин йүргүзүливатқан миллий қирғинчилиқ, диний бастуруш сиясити, пиланлиқ туғут вә әйдис кесәллири арқилиқ елип бериливатқан нәсил қурутуш пилани, уйғур тили вә мәдәнийитигә қарита шәпқәтсизлик билән йүргүзүливатқан ассимилятсийә сиясити, уйғур дияриниң тәбии байлиқлириниң талан – тараҗ қилиниши вә екилогийилик муһитниң еғир дәриҗидә вәйранчилиққа учраватқанлиқи қатарлиқ бир қатар җиддий темилар бу қетимқи сөһбәтниң асаси мәзмунини тәшкил қилған.
Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим явропа парламенти рәһбәрлири билән елип барған бу қетимқи сөһбәт җәрянида йәнә, уйғур сиясий қачқунлириниң нөвәттики әһвали, уларниң сиясий панаһлиқ ишлириниң хитай һөкүмитиниң түрлүк йоллар билән тосқунлуқ қилиши нәтиҗисидә зиянға учраватқанлиқи, явропа бирликиниң уйғурлар мәсилисигә алаһидә муамилидә болуши зөрүрликини тәкитләп, улардин иҗабий җавапларға еришкән. Рабийә қадир ханим, мәзкур тема һәққидә алдинқи һәптә германийә юқури дәриҗилик һөкүмәт хадимлири вә баварийә штатиниң мәсуллири билән елип барған сөһбәтлири җәрянидиму мәхсус тохталған иди.
Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бу қетимқи явропа зиярити җәрянида явропа парламентида өткүзүлгән "дунядики диний әркинлик мәсилиси" намлиқ йиғинға вә "хитайдики диний әркинликкә испат бериш йиғини" қатарлиқ йиғинларға қатнишип, уйғур вәтинидики зулумларни аңлатқан.
Рабийә қадир ханим булардин башқа, 29 – ноябир чүштин бурун йәнә "явропа парламентиниң кишилик һоқуқ йиғини" қатнишип, шәрқий түркистандики көңүл бөлүшкә тегишлик болған җиддий темилар һәққидә доклат бәргән.
Д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди бу йиғинда хитайдики сиясий мәһбусларни, болупму уйғур сиясий мәһбусларни өлүм җазасиға мәһкум қилиш мәсилиси һәққидә доклат бәргән. Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси алим сейит әпәнди болса, бу йиғинда 1989 – йилидин буян явропа парламентиниң хитайға қарита йолға қоюп келиватқан қорал – ярақ имбаргосини давамлиқ сақлап қелишини, бу имбарго бикар қилинса, хитайниң бу қоралларни уйғурларни бастурушқа ишлитидиғанлиқини дәлилләп, муһим доклат бәргән.
Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур вәкиллириниң явропа парламентида елип барған икки күнлүк паалийәтлири һәққидики хәвәрниң тәпсилатини германийидики ихтиярий мухпиримиз әкрәмдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим баварийиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири билән көрүшти
- Рабийә ханим вә паалийәтчиләр хитайниң алим абдуреһимни қолға алғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- 2 – Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи ахирлашти
- Дуня уйғур қурултийи йеңи рәһбәрлик һәйити сайлап чиқилди
- Рабийә қадир ханим д у қ қурултийиға қатнишиш үчүн германийидә
- Норвегийә мәтбуатида уйғур мәсилиси
- Рабийә қадир ханимниң норвегийидики зиярәт паалийити ғәлибилик ахирлашти
- Рабийә қадир ханим норвегийидики йиғин вә мәтбуатларда күчлүк тәсир қозғиди
- Рабийә қадир ханим норвегийә парламент әзалири билән көрүшти
- Рабийә қадир ханим норвегийидики паалийитини давамлаштурмақта