Явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йеңи бир муназирә қозғалди
2007.01.24
явропа парламенти кишилик һоқуқ шөбә комитети әзаси вә явропа иттипақи-хитай достлуқ гурупписиниң рәиси ниҗра деваниң явропа парламенти әзалириға шәрқий түркистан мәсилиси вә дуня уйғур қурултийи һәққидә әвәткән хети явропа парламентида уйғурлар һәққидә йеңи бир муназирә қозғиди.
Ниҗра дева хетидә асасән явропа парламентини сизниң вә дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини қоллимаслиққа чақирған. Бу мунасивәт билән уйғурларниң мәниви аниси, дуня уйгур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим явропа парламентиға хәт йезип, ниҗра деваниң хетигә җаваб қайтурған.
Рабийә қадир ханим мухбиримиз өмәр қанатниң зияритини қобул қилип, бу һәқтә тохталди.
©
2007 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир дәври йетип кәлди
- Д у қ явропа парламенти вә германийә парламентиға рәһмитини билдүрди
- Хитайниң уйғурларға өзлирини өзлири башқуруш һәққидә бәргән вәдиси бир ялғанчилиқ
- Рабийә қадир ханимниң канада зиярити канада мәтбуатлирида
- Рабийә қадир ханим канада зиярити һәққидә тохталди
- Рабийә қадир ханим канада парламентида уйғурларниң кишилик һоқуқи һәққидә гуваһлиқтин өтти