Рабийә қадир ханим германийидә


2006.08.14

8 – Айниң 11 – күни, германийә уйғурлири атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә мәшһур язғучи сидиқ һаҗи рози әпәндини мюнхен айродромида дағдуғилиқ күтүвалған иди. 8 – Айниң 13 – күни йәкшәнбә, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуриши билән, мюнхендики уйғурлар уларниң шәрипигә бағ сәйлиси уюштуруп, рабийә қадир ханим һәм сидиқ һаҗи рози әпәндиләргә салам бәрди вә улардин һал сориди.

Бу қетимқи паалийәткә германийиниң һәрқайси юртлиридин болуп, йүздин артуқ киши аилә – тавабиатлири билән келип қатнашти. Д у қ рәиси әркин алиптекин әпәндиму алаһидә келип, рабийә қадир ханим һәм сидиқ һаҗи рози әпәндиләр билән дидарлашти.

Паалийәт сорунида, алди билән д у қ рәиси әркин алиптекин әпәнди нутуқ сөзләп, "уйғурларниң мәниви аниси, шәрқий түркистан миллий һәрикитиниң рәһбири, хәлқара инсан һәқлири күришиниң байрақдари" дәп шәрәпләндүрүлгән рабийә қадир ханимдин сәмими һал сораш билән биргә, униң шәрқий түркистан миллий муҗадилисидә тутқан орни вә қолға кәлтүргән нәтиҗилиригә йәнә бир қетим юқири баһа бәрди.

Д у қ ниң һәр қачан рабийә қадир ханим билән бир сәптә туруп, мүрини мүригә тирәп күрәш қилидиғанлиқини қайта әскәртти.

Рабийә қадир ханим өз нутқида, шәрқий түркистан хәлқиниң нөвәттә дуч келиватқан паҗиәлик тәқдири, хитайниң инсан қелипидин чиққан сиясий, иқтисадий, мәдәний қирғинчилиқлири вә ассимилятсийә сиясити, шундақла техиму дәһшәтлик давам қиливатқан дөләт террори һәққидә мәлуматлар бәргәндин сирт, муһаҗирәттики уйғурларниң инсан һәқлири күриши мусаписидә қолға кәлтүриватқан утуқлири вә уйғур тәшкилатлириниң нөвәттики вәзиписи, уйғур миллий муҗадилисиниң сиясий йөнилиши һәққидиму пикирләр баян қилди.

Бу паалийәткә явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди вә шәрқий түркистан информатсийә мәркизиниң рәиси абдуҗелил қариқаш қатарлиқ тәшкилат мәс`уллириму қатнашти. Бәш саәт давам қилған бу паалийәт қайнам ташқинлиқ бир кәйпият ичидә өтти.

Паалийәттин кейин, д у қ рәһбәрлири билән рабийә қадир ханим, сидиқ һаҗи рози әпәндиләр арисида уйғур миллий муҗадилисиниң тәқдири, нөвәттики вә келичәктики сиясий һәрикәтләрниң план – программилири һәққидә муһим ички музакириләр елип берилди.

Бу һәқтики толуқ мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.