Рабийә қадир ханим баварийиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири билән көрүшти


2006.11.28
rabiye-germaniye-20.jpg

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси, атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси рабийә қадир ханим 11 – айниң 27 – күни сәһәр д у қ ниң хизмәт бинасида өткүзүлгән қарар қобул қилиш йиғинини тамамлиғандин кейин, баварийә штатиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири, парламент вә партийиләр рәһбәрлири билән алаһидә учришиш елип берип, шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичилики һәққидә доклат бәргән. Д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән биргә бу сөһбәткә иштирак қилған д у қ иҗраийә комитети рәиси алим сейит әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи учрушушниң мәзмуни һәққидә мәлумат бәрди.

Д у қ иҗраийә комитети рәиси алим сейит әпәндиниң билдүришә, д у қ рәиси рабийә қадир ханим баварийидики әң чоң партийиләрдин бири болған "сотсиял демократлар партийиси" ниң рәһбәрлири билән болған сөһбәтлирини ахирлаштурғандин кейин, баварийә штатиниң мәркизи болған мюнхен шәһриниң һөкүмәт бинасиға келип, муавин шәһәр башлиқи билән сөһбәтләр елип барған.

Д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим мюнхен шәһәр башлиқи билән болған сөһбәттин кейин, германийидики төт чоң партийиниң бири болған "йешиллар партийиси" ниң баварийидики мәсули маргарита ханим билән сөһбәт елип барған вә хитай тәрәпниң 2 – нөвәтлик д у қ чақирилиштин илгири, баварийә һөкүмәт хадимлириға бесим ишлитишкә урунғанлиқи һәққидики вәқәниң тәпсилатидин вақип болған.

Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси алим сейит әпәндиниң сөзигә қариғанда, "йешиллар партийиси" ниң баварийидики мәсули маргарита ханим хитай һөкүмитиниң мюнхендики баш консули яң фамилилик хитайни ишпийонлуқ җинайити билән әйибләп, уни сотқа беридиғанлиқини ашкарилиған. Бу һәқтики хәвәр мюнхенда нәширдин чиқидиған "кәчлик гезит" ниң 24 – ноябирдики санида "хитай ишпиюнлири һөкүмәт бинасида" дегән намда елан қилинған иди.

Зияритимиз җәрянида, д у қ иҗраийә комитети рәиси алим сейит әпәнди соалимизға җавап берип, германийә баш министери анҗила мәркил ханимниң 2 – нөвәтлик д у қ ни тәбрикләп алаһидә хәт әвәткәнликиниң тарихи әһмийитиниң наһайити зор болидиғанлиқини тәкитләп өтти.

Д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим 11 – айниң 20 – күнидин 23 – күнигичә, германийә пайтәхти берлинда елип барған зиярити җәрянида, германийә федерал җумһурийитиниң юқури дәриҗилик һөкүмәт хадимлири билән учришип, уйғурлар мәсилиси бойичә муһим сөһбәтләрдә болғанлиқини әскәрткән иди.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң германийидики юқури дәриҗилик һөкүмәт хадимлири билән елип барған сөһбәтлири һәққидики зиярәт хатирисиниң тәпсилатини германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.