Германийә аммиви ахбарат вастилирида рабийә қадир ханим
2007.07.02
Д у қ ниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһали нәшридин чиққанлиқи мунасивити билән, рабийә қадир ханимниң германийидә өткүзгән бир һәптилик һаяти, германийә аммиви ахбарат саһәсиниң күчлүк диққитигә еришти.
Бу бир һәптә җәрянида, рабийә қадир ханим китабниң нәшридин чиқиши мунасивити билән германийә пайтәхти берлин шәһридә вә " яврупа санаитиниң тәрәққият мәркизи, сәнәт шәһири"дегән намлар билән мәшһур болған мюнхен шәһридә өткүзүлгән мурасимларға қатнишипла қалмай, йәнә шиветсарийиниң пайтәхти берн шәһридә өткүзүлгән мурасимларға қатнишип, уйғурлар мәсилисиниң герман тилида сөзлишидиған милләтләр арисида тарихта көрүлмигән дәриҗидә күчлүк тәсир пәйда қилишиға сәвәбчи болди.
Уйғур тәшкилати рәһбәрлири " биз милйонлап доллар хәҗләпму бундақ тәсирлик паалийәтни уюштуралмайтуқ вә бундақ күчлүк тәсир қозғиялмайтуқ " дейишти. Муһим дөләт әрбаблири, мәшһур сиясәтчиләр, әдибләр, сәнәткарлар вә инсан һәқлири тәшкилатлириниң рәһбәрлири қатнашқан бу мурасимларниң тәсири пүтүн германийини ләрзигә салди.
Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди рабийә қадир ханимниң қазанған мәзкур зор нәтиҗилиригә юқири баһа берип, рабийә қадир ханимниң китабиниң уйғурлар мәсилисини герман тиллиқ дөләтләргә тонуштурушта муһим рол ойнайдиғанлиқини муәййәнләштүрди. ( Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай олимпиктин бурун қилишқа тегишлик 9 түрлүк ишни оттуриға қойди
- Қирғизистандики уйғурлар рабийә қадир һәққидики китабтин шадланди
- Рабийә қадир ханим "гүлдүрмама" намлиқ китаби һәққидә тохталди
- Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Германийидики уйғурлар рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиниң нәширдин чиққанлиқи мунасивити билән тәбрикләш паалийити өткүзди
- Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта
- "Қутлуқ болсун уйғурлар, қутлуқ болсун рабийә ана!" намлиқ очуқ хәт һәққидә сөһбәт
- Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһал характерлик әсириниң нәширдин чиқиш мунасивити билән, долқун әйса сөһбәттә
- Рабийә қадирниң тәрҗимиһалиниң нәширдин чиқиш мурасими тоғрисида
- Америкида коммунистик тузум қурбанлириға хатирә абидиси тикләнди
- Президенти җорҗ буш прага шәһиридә дуня демократийиси һәққидә муһим нутуқ сөзлиди