Рабийә қадир ханим голландийидики уйғурниң паалийитини җанландурди


2007.12.28

Уйғур хәлқиниң мәнивий аниси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң пүтүн дунядики уйғурларға чиқарған мураҗити вә бу қетимқи белгийә, шветсарийә зиярити җәрянида иришкән нәтиҗилири чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға зор җасарәт вә илһам беғишлиған.

Уйғур хәлқиниң тәқдири вә киләчикигә көңүл бөлүватқан, әмма җамаәтчилик ишлириға сирттин ярдәмдә болуватқан бир қисим талант игилири рабийә қадир ханимға яр-йөләктә болуш, уйғур дәвасиниң хәлқарадики тәсирини техиму илгири сүрүш үчүн җиддий һәрикәткә кәлгән. Болупму рабийә қадир ханимниң белгийә сәпири җәрянида голландийидә яшаватқан җамаәт вәкиллири белгийидә рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси әнвәрҗанлар билән көрүшүп, голландийидә яшаватқан уйғурларниң бирлик, иттипақлиқ асасида омумйүзлүк һәрикәткә келип, голландийидә күндин ‏- күнгә тәсири зор болуватқан уйғур дәвасиниң тәлипигә маслишиш үчүн голландийидә яшаватқан уйғурларни бир йәргә җәм қилиш сәпәрвәрлики башланған.

Гәрчә голландийә яврупадики кичик дөләтләрниң бири болсиму, әмма явропаниң қатнаш түгүни болуштәк әвзәллики билән яврупа иттипақиниң сиясити вә иқтисадиға зор тәсир көрситип келиватқан дөләтләрниң бири болуп, бу дөләткә келип маканлишиватқан уйғурларниң көпийиши вә у йәрдики уйғур җамаәтчиликиниң тиришчанлиқи арқисида уйғур мәсилисиниң голландийидә тонулуши наһайити тиз болған.

Голландийидики уйғур мәсилисиниң һазирқи вәзийити һәққидә бу сәпәрвәрлик паалийитиниң башламчилириниң бири болған ғәйрәт әпәнди қарашлирини сөзләп өтти.

Голландийидики яшларниң әскәртишичә; голландийидә гәрчә талант игилири вә от йүрәк җәңгивар яшлар көп болсиму, әмма улар нәччә вақиттин бири делиғуллуқ ичидә бир қарарға келәлмәй җамаәтчилик ишлириға сирттин арилишип йүргән икән. Бу қетимқи рабийә қадир ханимниң белгийә сәпири уларға наһайити зор күч - қуввәт ата қилған болуп, улар тарқақ җамаәтни бир йәргә җәм қилип, күчни топлап, иттипақлиқини күчәйтиш үчүн сәпәрвәрлик һәйити тәшкилләп, йиғилиш өткүзүп рәсмий иш башлиған. (ялқун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.