Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашти
2006.04.18

4- Айниң 18- күни америка дөләт мәҗлисидә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқтин өтүш йеғини өткүзүлди. Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америка зиярити һарписида өткүзүлгән бу гуваһлиқтин өтүш йеғиниға, уйғурларниң мәнивий аниси вә уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим алаһидә тәклип билән қатнашти.
Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқтин өтүш йеғини өткүзүлди. Америка дөләт мәҗлисиниң нопузлуқ әзалиридин болған там ләнтос вә франк волфниң башқурушидики америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписи тәрипидин уюштурулған бу йеғинға уйғурларниң мәнивий аниси вә уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимдин башқа йәнә хәлқара тибәт һәрикитиниң вәкиллири, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия бөлүми мудири т, кумар әпәнди вә чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң вәкили қатарлиқлар қатнашти.
Ху җинтавниң зиярити мунасивити билән өткүзүлгән гуваһлиқ йиғини
Йеғинниң ечилишида сөз қилған, америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң мудири һанс һугрифи (Hans Hogrefe) әпәнди" бу қетимқи гуваһлиқтин өтүш йеғини хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америка зиярити мунасивити билән өткүзүлүватиду. Бу йеғин америка һөкүмити вә хәлқара җамаәтниң диққитини күнсери начарлишиватқан хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә йәнә бир қетим тартишни вә ху җинтавниң америка зиярити җәрянида бу мәсилиниң унтулуп қалмаслиқини мәқсәт қилиду" деди.
Сөзидә, америка дөләт мәҗлси кишилик һоқуқ гурупиисиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқанлиқини тәкитлигән һанс һогрифи "америка ташқи ишлар минситирлиқи тәрипидин хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида елан қилинған доклат, хитайдики вәзийәтниң барғансири начарлишиватқанлиқини ениқлиди. Бу америка дөләт мәҗлиси кишлик һоқуқ гурупписини қаттиқ әпсусландурмақта " деди.
Рабийә қадир ханим гуваһлиқтин өтти

Йеғинда тунҗи болуп, уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим сөз қилди. Рабийә қадир ханим йеғин қатнашқучилириниң диққәт-етибарини қозғиған сөзидә, хитайниң уйғуларға қаратқан сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий бесиминиң күнсери күчийватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң һазир уйғуларниң тарихини вә мәдәнийтини юқитиш үчүн җиддий паалийәт елип бериватқанлиқини, шуниң үчүн америка һөкүмити вә хәлқара җамаәт уйғурларға қаратқан бесимини тохтитиши үчүн хитай һөкүмитигә техиму көп бесим ишлитиши керәкликини билдүрди.
Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң шәрқи түркистанда йүргүзүватқан сияситиниң хитайниң башқа һәрқайси районлирида һәтта тибәттә йүргүзүватқан сияситидин пәрқлиқ икәнликини тәкитлиди.
Рабийә қадир ханим сөзидә, хитайниң дуняда хәлқара террорлуққа қарши уруштин әң көп пайдилиниватқан дөләт икәнликини, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип, шәрқий түркистанда хитайниң һакимийитигә қарши түрғанларни, һәтта ишсизлиқтин шикайәт қилғанларниму террорчи дәп бастурушқа тиришиватқанлиқини тәкитлиди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәклипи
Бу қетимқи гуваһлиқтин өтүш йеғинида , рабийә қадир ханимдин кейин сөз қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия бөлүминиң мудири т кумар әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғулар вә тибәтләргә қаратқан бесимини күнсери күчәйтиватқанлиқини, әмди тиғ учини уйғур вә тибәтләрниң мәдәнийәт вә маарипиға қаратқанлиқини тәкитләп мундақ деди:
"Америка һөкүмити шәрқий түркистан ислами һәрикитини террорчи тәшкилатлар тезимликигә киргүзүш арқилиқ хитайниң уйғурларни бастуруши үчүн террорға қарши уруштин техиму көп пайдилинишиға баһанә яритип бәрди. Шуңа хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип уйғурларни бастурушиниң алдини елиш үчүн америка һөкүмити техиму җиддий һәрикәт қилиш керәк". (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- япон мәтбуатида рабийә қадир ханим
- Мюнхендики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвалди
- Рабийә қадир ханим түркийә мәтбуатида
- Америкидики уйғурлар норуз байрими өткүзди
- Рабийә қадир ханимниң уйғур мәдәнийәт күни һәққидики көз қарашлири
- Америка дөләт мәҗлисидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди
- Уйғур елидики кишилик һоқуқ вә сиясий мәһбуслар һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт
- "Үч хил күч" кә зәрбә бериш җәмийәт муқимлиқиниң капалитиму?
- Рабийә қадир ханим қатнаш вәқәсигә учрап яриланди