Рабийә қадир: уйғурлар хитай һөкүмитиниң етник тазилишиға дуч кәлмәктә
2006.04.24
Америка дөләт мәҗлисиниң рейбон хизмәт бинасида чақирилған 19 - априлдики испат бериш йиғини, америкида хитай кишилик һоқуқи вәзийити темисидики зор тәсир қозғиған гуваһлиқ бериш йиғинлириниң бири болуп қалған болуши мумкин. Чүнки, бу йиғин хитай дөләт рәиси ху җинтав америкидики 4 күнлүк сәпириниң әң һәл қилғуч басқучи вашингтондики зияритини башлиған мәзгилгә тоғра кәлди. Шу күнки йиғинда уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисигә хитабән сөзини, " дуняға авазини аңлиталмай җуңго һөкүмитиниң үн - түнсиз ' етник тазилишиға дуч келиватқан' бир милләтниң вәкилимән," дәп башлиди.
Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, бу қетимқи йиғинниң әмәлий әһвали 48 саәт ичидә америка C-SPAN телевизийиси тәрипидин уда 4 қетим берилгәнлики, ху җинтавниң вашингтон зияритигә көләңгә чүшүшидин пәвқуладдә еһтият қилидиған хитай даирилириниң кәйпини хели дәриҗидә учурған болуши мумкин.
Җуңгониң иқтисади тәрәққи қилған болсиму, кишилик һоқуқ вәзийитидә өзгириш болмиди
Бу қетимқи йиғинни америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң хәлқара мунасивәтләр комитети уюштурған вә йиғинға комитет рәиси кристофир симс өзи риясәтчилик қилған иди. Кристофир симс йиғинниң ечилиш нутуқида "җуңго иқтисади тәрәққи қилған болсиму, кишилик һоқуқ вәзийитидә изчил өзгириш болмиди. Аталмиш иқтисади ислаһат сөз әркинлики, ипадиләш әркинлики вә йиғилиш әркинликиниң тосалғуға учришини кәлтүрүп чиқармақта," дәйду.
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америкидики зиярити кишилик һоқуқни сөзлишиштики пурсәт, дәп тәкитлигән кристофир симс, бу зиярәт "америка дөләт мәҗлиси вә пуқраларға америка рәһбәрлири вә дуня җамаәтчиликиниң диққәт нәзирини хитайдики вәһимилик вәзийәткә тартиш үчүн пурсәт " деди. Кристофир симсниң әскәртишичә, у бу қетимқи йиғин кишилик һоқуқ мәсилисидә қәтий икәнлики, бейҗиңниң буниңға җиддий муамилә қилип, пиланлиқ вә системилиқ ислаһат елип беришқа һәрикәтләндүрүш ролини ойнишини үмид қилди. У, " җуңго хәлқи буниңға налайиқ көрүлмәслики керәк. Зулум салғучиларниң сепидә әмәс, зулум көргүчиләрниң сепидә туруш бизниң әхлақий бурчимиз," дәйду. У, уйғур мәсилисини тилға алғанда рабийә қадирниң қоюп берилгәнликини " биз бейҗиңниң кишилик һоқуқни һәқиқий түрдә яхшилаш йолидики бир сигнали, дәп үмид қилғанмиз, дәп тәкитлигән кристофир симс, "лекин вәзийәт буниң әксинчә начарлишип кәтти. Рабийә қадирниң аилә тавабати вә униң содиси хитай даирилириниң зиянкәшлик қилиш нишаниға айланмақта," деди.
Рабийә қадир: уйғурлар етник тазилашқа дуч келиватиду
Хитай даирилириниң зор көләмдә көчмән йөткәш билән биргә тибәт вә уйғур болғанлиқи үчүнла уларни тарқақлаштуруш шундақла уларниң нопусини контрол қилиш сиясити б д т ниң "етник тазилаш" җинайитигә бәргән ениқлимисиға йеқинлашмақта.
Йиғинда хиитайниң туғут чәкләш сияситини "етник тазилаш " дәп әйиблигән вә бәзи дөләтләрниң уйғур сиясий паалийәтчилирини хитайға өткүзүп бериватқанлиқини тәкитлигән рабийә қадирниң сөзлирини униң ярдәмчиси ингилизчиға тәрҗимә қилип турди. Рабийә қадир шәрқий түркистанда " уйғурлар пиланлиқ туғут сияситини күчәйтишниң нишаниға айланмақта" дәйду. Рабийә қадирниң әскәртишичә, нопусни контрол қилиш сияситини күчәйтиш уйғурларда кәмбәғәлликни азайтиш, маарип вә сәһийә параванлиқини яхшилашни мәқсәт қилиду, дәп чүшәндүрсиму, лекин һөкүмәт көчмәнләрни шәрқий түркистанға көчүшкә илһамландурғанлиқи үчүн нопус уйғурларниң зийиниға тез көпәймәктә. У, бу сиясәтниң уйғур аяллирида еғир роһи вә җисманий кесәллик пәйда қилғанлиқини, бәзи аялларниң 3 яки 4 қетим бала чүшүрүшкә мәҗбур болғанлиқини әскәртип, " һамилдарларниң туғулай, дәп қалған баллирини мәҗбурий чүшүрүветиш вә қисирлаштуруш уйғур аяллириға еғир роһий вә җисманий зәрбә елип кәлмәктә," дәйду. У, нопус вә көчмәнләр мәсилисиниң муһит мәсилисигә берип тақиливатқанлиқини әскәртти. Шәрқий түркистандики көчмәнләр кишилик һоқуқ зиянкәшликигә учримайдиғанлиқини тәкитлигән рабийә қадир, әндишилиримиз " районниң муһити бу сүрәт билән көпийиватқан нопусни көтөрәләмду ?" дегән мәсилә билән мунасивәтликтур" дәп көрсәтти.
Рабийә қадир, өлүм җазаси вә уйғур сиясий мусапирлар мәсилисини тилға алғанда америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисини, бәзи дөләтләрниң уйғур сиясий мусапирлирини хитайға қайтуруп бериватқанлиқиға вә уларниң өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқанлиқиға диққәт қилишқа чақирди. Рабийә қадир пакистан һөкүмити 2003 - йили уйғур сиясий мусапири исмайил сәмәдни хитайға қайтуруп бәргәндин кейин, хитай даирилири уни өткән йили 10 - айда өлүм җазасиға һөкүм қилғанлиқини әскәртип, сот мәһкимиси "гуваһчиларниң тән җазаси астида бәргән иқрарини пакит қилип ишләтти. Буниң ичидә иқрарнамиси пакит қилинған икки киши 1999 - йили өлүм җазасиға һөкүм қилинип иҗра қилинғанлар" дәйду.
Рабийә қадир: америка дөләт мәҗлиси уйғурлар һәққидә мәхсус қанун чиқарса
Хитайда уйғурларни өз ичигә аялларниң туғушини чәкләш сиясити үстидин җиддий тәкшүрүш елип бериш керәк.
Рабийә қадирниң әскәртишичә, америка дөләт мәҗлиси уйғурлар һәққидә мәхсус қанун чиқарса вә америка һөкүмити мәхсус уйғурлар мәсилисигә җавабкар әмәлдар тәйинлисә, буниң уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ вәзийитини йәңгиллитишкә пайдиси тегидикән. Рабийә қадир, үрүмчидики пәрзәнтлириниң әһвалини тонуштурғанда, " мениң аиләм болупму оғлум хитай сақчилириниң изчил биарам қилишиға учрап кәлмәктә " дәйду. Рабийә қадир, хитай даирилири оғлумни җазалаш арқилиқ мениңдин өч алмақчи болуватқанлиқиға ишинимән," деди. Униң әскәртишичә, хитай даирилири униң оғлиға адвукат тәклип қилишни тәвсийә қилғанлиқи хитайда "пәвқуладдә шум хәвәр" һесаблинидикән. Чүнки дәйду у " хитайда сот мәһкимилиригә йолланған пүтүн дилоларниң җинайи җавабкарлиқи бар дәп қарилиш нисбити 99 %, пакит йетәрлик әмәс дәп рәт қилиниш нисбити 1 % гә йәтмәйду "
Кристофир симс рабийә қадирниң сөзлиригә баһа берип, "сиз хитайниң аилә пиланлаш сияситини уйғурларға зиянкәшлик қилиш йолида қоллиниватқанлиқини, мәҗбурий бала чүшүрүш вә мәҗбурий қисирлаштуруш елип бериш билән биргә хитай көчмәнлирини районға көчүрүп, уйғурларниң нопусини азайтиватқанлиқини оттуриға қойдиңиз. Бу әһваллар тибәт районида йүз бәргән вә һазирғичә давамлашмақта " деди.
Йиғинда кристофир симсниң пиланлиқ туғут һәққидики бир суалиға җаваб бәргән рабийә қадир, әсли бу сиясәт уйғурларниң диний етиқад вә мәдәнийәт әнәнисигә уйғун кәлмәйдиғанлиқини әскәртиш билән биллә, бу сиясәт хитайниң уйғурларға қаратқан "етник тазилаш" һәрикити вә "бу уйғурларниң бешиға келиватқан әң зор апәт" дәп тәкитлиди.
Хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити үстидин тәкшүрүш елип бериш керәк
Рабийә қадир хитай һөкүмитиниң өзи чиқарған аптономийә қанунини бир чәткә қайрип қойғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, ху җинтав вашингтонға кәлгән бир чағда хитай һөкүмити пиланлиқ туғут сияситини, өлүм җазасини, уйғур тилини бикар қилишни тохтитиш керәк. Кристофир симс сөзигә бәргән баһасида, хитайниң тибәт вә уйғурларға йүргүзүватқан сиясити б д т ниң" етник тазилаш" һәққидики ениқлимисиға йеқинлишидиғанлиқини билдүрди.
Кристофир симсниң әскәртишичә, б д т нопус фонди җәмийити 2006 - йили 1 - айда хитайниң нопусни контрол қилиш түригә 27 милйон доллар ярдәм пули айриған. Бу пулниң тибәтләр вә уйғурларға йүргүзүлгән сиясәтниң "етник тазилаш" яки әмәслики музакирә қилиниватқан темиға четилидиғанлиқини тәкитлигән кристофир симс, хитай даирилириниң зор көләмдә көчмән йөткәш билән биргә тибәт вә уйғур болғанлиқи үчүнла уларни тарқақлаштуруш шундақла уларниң нопусини контрол қилиш сиясити б д т ниң "етник тазилаш" җинайитигә бәргән ениқлимисиға йеқинлашмақта " дәйду. Бу америка дөләт мәҗлиси әзалириниң һазирғичә хитай даирилирини уйғур вә тибәтләр мәсилисидә әң еғир сөзләр билән тәнқидлишидур.
Кристофир симсниң әскәртичә, германийилик натсист уруш җинайәтчилирини сотлаш үчүн қурулған нюренбург сотида натсистларниң "полша аяллирини бала чүшүрүшкә мәҗбурлаш қилмиши сот мәһкимиси тәрипидин инсанийәткә қарши җинайәт, дәп қаралған " шуниң үчүн дәйду у, "хитайда уйғурларни өз ичигә аялларниң туғушини чәкләш сиясити үстидин җиддий тәкшүрүш елип бериш керәк ". Ахирида кристофир симс, рабийә қадирниң үрүмчики пәрзәнтлириниң әһвалини сориди. Рабийә қадирниң әскәртишичә, униң пәрзәнтлири хитай сақчилири тәрипидин 24 саәт тәқип астиға елинипла қалмай, содиси вәйран қилинған. Сөзиниң ахирида " мән бир ана болуш сүпитим билән башқа аниларға охшашла пәрзәнтлиримни яхши көримән," дәп тәкитлигән рабийә қадир,- лекин уйғурларға дуч келиватқан зулум алдида улардин ваз кечишкә мәҗбур болуватқанлиқини җакарлиди.
Шу күнки испат бериш йиғинида рабийә қадир билән биргә америка мутәхәссиси етан готман, кардинал коң фонди җәмийитиниң рәиси җосеф коң, лавгәй фонди җәмийитиниң рәиси харрий ву қатарлиқ кишиләр гуваһлиқ бәрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә йәнә гуваһлиқтин өтти
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашти
- япон мәтбуатида рабийә қадир ханим
- Мюнхендики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвалди
- Рабийә қадир ханим түркийә мәтбуатида
- Америкидики уйғурлар норуз байрими өткүзди
- Рабийә қадир ханимниң уйғур мәдәнийәт күни һәққидики көз қарашлири
- Америка дөләт мәҗлисидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди
- Уйғур елидики кишилик һоқуқ вә сиясий мәһбуслар һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт
- "Үч хил күч" кә зәрбә бериш җәмийәт муқимлиқиниң капалитиму?