Рабийә қадир ханимниң канада зиярити канада мәтбуатлирида


2006.12.15

Уйғур милли һәркитиниң рәһбири вә д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханимниң канадаға қилған бир һәптилик зиярити канада мәтбуатлирида хәли кәң йәр алди.

"Globe and Mail" Гезитиниң 9-декабир күнидики омар әл аккад тәрипидин қәләмгә елинған "кишилик һоқуқ паалийәтчиси уйғурларниң һимайичисидур" намлиқ мақалә "мусулман аз санлиқ милләт болған уйғурлар өзлириниң мустәқиллиқи үчүн узундин бәри хитай һөкүмити билән тинимсиз көрәш қилип кәлгәниди. Рабийә қадир ханим буларниң ичидин чиққан бир қәһримандур. У бу йолда еғир бәдәл төлиди. У, бейҗиңдин қутулмиғучилик бундин кейинму йәнә давамлиқ бәдәл төләйду", дәп башлиниду.

Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимдин сияси интиқам алмақта

Өзи билән тәқдирдаш болған һүсәйин җелилниң ақивитигә көңүл бөлгән вә униң қоюп бәрилиши үчүн җидди паалийәт елип бериватқан рабийә қадир ханимниң, бу мәсилидә канада һөкүмити вә һүсәйин җелилниң аилисигә мәдәт бериш үчүн канадаға кәлгәнлики, униң бу бир йил ичидә явропа дөләтлири вә америкида болуп, 30 нәчә қетимлиқ зиярәтни әмәлгә ашуруп, уйғурларниң кишилик һоқуқ җәһәттә аяқ-асти қилинишини һөкүмәт орунлири вә ғәйри һөкүмәт орунлириға аңлатқанлиқи әскәртилгән мақалида "рабийә қадир хәлқра бесимниң қиммитини яхши билиду. У, бу бесим болмиған болса, бәлки һазирғичә хитайниң қараңғу камирида ятқан болатти. Лекин у хитай һөкүмити билән болған тоқунушта давамлиқ бәдәл төләйду. Июн ейида хитай сақчилири униң үч оғли қолға елип, қизини нәзәрбәнт қилған болса, икки һәптә илгири рабийә қадир ханимниң д у қ ниң рәиси болуп сайлиниши хитай һөкүмитиниң оғисини қайнатти. У рәис болуп сайланған күни хитай сот мәһкимиси униң кәнҗи оғлини баҗ оғрилиди, дегәндәк җинайәт билән йәттә йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди", дәп язиду.

Рабийә ханим мақалә апторниң сиз дунядики бу әң күчлүк дөләтниң һөкүмитигә дола чиқириштин қорқмидиңизму, дегән соалиға: "һәқиқәт вә адаләт биз тәрәптә. Хитай дуняда қанчә күчлүк дөләт болған биләнму, у бизниң тарихимизни сүпүрүп ташлиялмайду. Бизниң өзимизгә хас кимликимизни йоқиталмайду", дәп җавап бәргәнликини язған.

Рабийә қадир уйғурларниң далай ламаси

"Әпоч тимәс" гезитиниң 13- декабир күни киндй чан тәрипидин йезилған "кишилик һоқуқ паалийәтчиси канаданиң кишилик һоқуқ мәсилисидә башламчи болуши керәкликини тәкитлиди" намлиқ мақалида "рабийә қадир тибәтликләрниң далай ламасиға охшайду. Бу мәшур уйғур сияси паалийәтчи бу йилқи нобил тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилгәниди. Сәйшәнбә күни у канада парламентида гуваһлиқтин өткәндә канада һөкүмитидин уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә көңүл бөлүшни һәмдә хитай билән болған мунасивәттә канадалиқ уйғур һөсәйин җелилниң мәсилисини биринҗи орунға қуюп, униң қоюп берилишини қолға кәлтүрүшни тәләп қилди", дәп йезилиду.

Уйғурларниң земини мустәмликә қилинған район

Рабийә қадир ханимниң мувапиқийәт қазанған карханичи икәнлики, хитайниң 5 йил түрмисидә ятқан бу аялниң хәлқара җәмийәтниң күчлүк бесими билән, америкиға йолға селинғанлиқи, у әркин дуняға қәдәм қойған күндин етибарән, хитай даирлириниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини оттуриға қоюп келиватқанлиқи әскәртилгән мақалида "рабийә қадир ханим хитайниң ғәрби шималидики шинҗаң уйғур аптоном районидин болуп, бурун шәрқи туркистан, дәп аталған бу раюнни хитай коммунистлири 1949-йили бесивалғаниди. Шуниңдин бәри уйғурлар иккинчи дәриҗилик пухра муамилисигә учрап, тибәтликләргә охшаш қаттиқ зиянкәшликкә вә бесимға дуч кәлмәктә", дәп йезилиду.

Рабийә ханимниң канаданиң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қаттиқ қол сиясәт йүргүзгәнликидин зоқланғанлиқи әскәртилгән мақалида, униң "канада қудрәтлик вә демократик дөләт. Әгәр канада кишилик һоқуқ мәсилидә башламчилиқ рол ойниса, башқа дөләтләр униңға әгишиду", дегән сөзлиригә урун берилгән.

Хитай ташқи ишлар министириниң сөзлири әмилийәттә рабийә ханимниң зияритигә инкастур

Рабийә қадир ханимниң канада зияритигә хитай һөкүмитиниң қандақ инкас қайтурғанлиқи техи намәлум. Амма канада дөләтлик хәлқара радийосиниң 12-дикабирдики хәвиригә қариғанда хитай ташқи ишлар министири, һүсәйин җәлил террорлуқ җинайити билән әйиблиниду. У канада пуқраси әмәс, бәлки хитай пуқрасидур, террорчи болған һүсәйин җелил вә униң делоси хитай қануни бойичә бир тәрәп қилиниду, дегән. Хитай ташқи ишлар министири һүсәйин җелилниң намини ю сан җя, дәп тәләппуз қилған.

Канада хәлқара радиоси һүсәйин җелилниң хитайдин мустәқиллиқ тәләп қиливатқан уйғур райондики сияси паалийәтчи икәнлики вә униң өзини қоғдаш үчүн, буниңдин 10 йил илгири хитайдин қачқанлиқини, канада баш министири Stephen Harper ниң асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини мәзгили җәрянида хитай дөләт рәиси ху җинтав билән мәхсус һүсәйин җелил мәсилисидә сөзләшкәнликини алаһидә әскәрткән.

Фалунгоңға майил "үмит юлтузи" радийоси болса, рабийә қадир ханимниң ғәрб мәтбуатлириниң уйғурларни хитайдики мусулманлар дәп атилишидин нарази икәнликини, уйғурларниң хитайдин түптин охшимайдиған мустәқил милләт икәнликини тәкитлигәнликини тилған алған вә униң земин игиси болған уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин бастуриливатқанлиқи, уйғур хәлқиниң сәври қачисиниң түгигәнлики һәққидики сөзлиригиму орун бәргән.

Канада парламент әзалири һүсәйин җелилни қуюветиш һәққидә ху җинтавға имзалиқ хәт йезиши керәк

Канада хәлқара радиосида рабийә ханимниң 1997-йили ғулҗидики уйғурларниң намайишини бастурулишиға шаһит болғанлиқи вә униң хитайниң маһийитини тонуп йәткәнлики һәққидики сөзлирини мулаһизә қилған. Рабийә қадир ханим мундақ дегән:

"Тйәнәнмен вәқәсидә анилар қандақ чидап туралмиған болса, мәнму мениң хәлқимни ашундақ қирғанда пәқәт чидап туралмидим. Мән бу көрүнүшләрни япунларниң хитайға таҗавуз киргәнлики һәққидики кинолардинла көргәнидим. Канада парламент әзалири һүсәйин җелилни дәрһал қуюветиш һәққидә ху җинтавға имзалиқ хәт йезиши керәк"

"Globe and Mail" Гезитиниң 13-дикабир санида Alex Dobrota тәрипидин йезилған "кишилик һоқуқ паалийәтчи канада парламент әзалирини хитайға бесим ишлитип, һүсәйин җелилниниң қуюп берилишини қолға кәлтүрүшкә үндиди" намлиқ мақалида кишилик һоқуқ паалийәтчиси канада парламент әзалиридин июн ейидин бәри хитайниң түрмисидә туриватқан һүсәйин җелилниң әркинликкә еришиши үчүн мәктуп компанийиси елип берип, хитай һөкүмитигә бесим ишлитишни тәләп қилди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси болған рабийә қадир ханимниң әскәртишичә, өзиниң пәрзәнтлири һәққидики тәләпнамиға америка дөләт мәҗлисиниң 72 әзаси қол қойғанлиқтин, униң икки пәрзәнти муапиқийәтлик қоюп берилгәникән", дейилиду.

Мақалида рабийә ханимниң, канада, хитай һөкүмитидин һүсәйин җелилни дәрһал вә шәртсиз қоюветишни күчлүк тәләп қилмиғанда хитай даирлири түрмидә туриватқан һүсәйин җелилға һәммини қилиши, һәтта уни қийин-қистаққа елиши вә өлтүриветиши мумкин" дегән сөзлиригиму орун бәргән. Бу мақалида рабийә ханимниң һүсәйин җелил мәсилиси өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқлирини тәләп қилған уйғурларниң, хитай һөкүмити тәрипидин бастурулишиниң типик мисалидур, дәп тәриплигәнликиму әскәртилгән. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.