Рабийә қадирниң тәрҗимиһалиниң нәширдин чиқиш мурасими тоғрисида
2007.06.20
Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң һаят сәргүзәштилири әкис әттүрүлгән, "гүлдүрмама" намидики тәрҗимиһал характерлик әсәрниң немисчә нусхиси рәсмий нәшридин чиқти.
Германийә язғучиси александра ханимниң қәлими билән дуняға кәлгән бу әсәрниң қошумчә мавзуси "хитайниң 1 - номурлуқ дүшмини" дегәндин ибарәт болуп, әсәрниң нәшридин чиқиш мурасими 6 - айниң 19 - күни германийә пайтәхти берлинда дағдуғилиқ өткүзүлгән иди. Бу мурасимға д у қ рәһбәрлиридин рабийә қадир ханим, долқун әйса әпәнди вә абликим идрис әпәндиләр һәм берлинда яшаватқан уйғурлар иштирак қилғандин сирт, әсәр аптори александра ханим, германийә парламентиниң рәһбәрлири, берлин шәһириниң мәсуллири , берлин шәһиридики әдәбият - сәнәтчиләр, һеней нәшриятиниң рәһбәрлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлири, мәшһур сиясәтчиләр вә гезит - журнал мухбирлиридин болуп йүздин артуқ киши қатнашти.
6 - Айниң 20 - күни мюнхен шәһиридики әдәбиятчилар сарийида мәзкур әсәрниң нәшридин чиқиши мунасивити билән иккинчи қетим һәйвәтлик мурасим өткүзүлди. Бу мурасимға рабийә қадир ханим йетәкчиликидики д у қ рәһбәрлири вә әзалиридин сирт, мюнхен шәһридә яшаватқан йүзлигән уйғурлар миллийчә кийимлири билән келип қатнашти. Мурасимға мәзкур әсәрни нәшир қилған мәшһур һеней нәшрияти, мюнхен әдәбиятчилар бирләшмиси вә д у қ бирликтә саһибханлиқ қилди. Миюнхенда өткүзүлгән бу мурасимға баварийә парламентиниң милләт вәкиллири, йешиллар партийисиниң рәһбәрлири, мәшһур әдибләр, сәнәткарлар вә мухбирлардин болуп 200гә йеқин киши қатнашти.
6 - Айниң 22 - күни рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ рәһбәрлири вә аптор александра ханимниң қатнишиши билән шиветсарийиниң пайтәхти берн шәһридә йәнә бир қетим дағдуғилиқ мурасим өткүзүлмәкчи.( Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Абдуқадир дамолламниң мәшһур 3 әсири тоғрисида
- "Ахирқи дуняви козур - америка турани " намлиқ китаб һәққидә
- Мәрһум доктор абдуқадир ташниң бир парчә мақалиси һәққидә
- Әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ китабиниң давами йоруқ көрди
- Рабийә ханим уйғурларниң мунәввәр вәкилиму яки җинайәтчиму?
- Ху җинтавниң шветсийә зиярити намайишқа дуч кәлди
- Америкиниң тәнқиди тоғра болғачқа, хитай уни дөләт ичидә хәлқтин йошуруватиду
- Дуня уйғур қурултийи хитайниң инкасини тәнқид қилди
- Рабийә қадир ханим, америка президенти җорҗ буш билән болған тарихи характерлиқ учрушушни түгүтүп америкиға қайтти
- Америка президенти җорҗ буш рабийә ханимниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини мәдһийилиди
- Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди
- Рабийә қадир MIT вә харвард университитида уйғурлар һәққидә доклат бәрди