Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһал характерлик әсириниң нәширдин чиқиш мунасивити билән, долқун әйса сөһбәттә


2007.06.21

Rabiye_kitapD-200.jpg
Рабийә қадир ханим, китавиниң нәширдин чиқиш мурасимидә. Photo by UAA

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси вә уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң һаят-сәргүзәштилири әкс әттүрүлгән " де һиммәлис штүрмәрин" намлиқ тәрҗимиһал характерлик әсәр ниң нәширдин чиқиши мунасивити билән германийидә дағдуғулуқ мурасимлар өткүзүлмәктә.

6‏-Айниң 19‏- күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридә өткүзүлгән мурасимға германийә йешиллар партийисиниң рәһбири клавдия рот қатарлиқ германийиниң атақлиқ сиясийонлири, язғучилири, жорналистлар қатнашқан.

Rabiye_kitapA-200.jpg
Рабийә қадир ханим, китавиға имза қоюп бәрмәктә. Photo by UAA

Әсәрниң нәширдин чиқиши мунасивити билән германийә мәтбуатида нурғун хәвәр вә мақалилар елан қилинған болуп, германийә радио вә телевизорлирида мәхсус программилар аңлитилған вә көрситилгән.

юқиридики улиништин, "хитайниң биринчи номурлуқ дүшмини" намлиқ әсәрниң нәширдин чиқиши мунасивити билән германийидә өткүзүлүватқан тәнтәнилик мурасимлар һәққидә мухбиримиз өмәр қанатниң дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса билән өткүзгән сөһбитини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.