Германийидики уйғурлар рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиниң нәширдин чиққанлиқи мунасивити билән тәбрикләш паалийити өткүзди


2007.06.26

6 - Айниң 24 - күни д у қ ниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиниң нәшрдин чиққанлиқи мунасивити билән германийидики уйғурлар мюнхен шәһридә тәнтәнилик тәбрикләш паалийити өткүзди.

Германийидә өткүзүлгән бу паалийәткә д у қ ниң баш мәслиһәтчиси әркин алиптекин әпәнди, қурултай иҗраийә комитети муавин рәиси абликим идрис әпәнди, қурултай баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди вә шәрқий түркистан информатсийә мәркизиниң рәиси абдуҗелил қариқаш әпәндиләр йетәкчиликидики йүздин артуқ уйғур җамаити қатнашти. Паалийәт муқәддимисидә, әркин алиптекин әпәнди пикир баян қилип, барлиқ уйғурларни рабийә қадир ханимни пүтүн күчи билән йәниму қоллашқа чақирди.

Қурултай рәһбәрлири уйғур җамаитигә рабийә қадир ханимниң қолға кәлтүргән бүйүк нәтиҗиси мунасивити билән, уйғурлар мәсилисиниң ғәрб сиясий сәһнисидә зор темиға айлиниватқанлиқини вә рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиниң германийини ләрзигә селиватқанлиқини чүшәндүрүп өтти.

Германийидики бу паалийәтни тәшкиллигән явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи паалийәтниң мәқсиди һәққидә чүшәнчә бәрди вә д у қ ниң баш мәслиһәтчиси әркин алиптекин әпәндиниң чақириқи һәққидә тохтилип өтти.(Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.