Рабийә қадир ханим вә уйғур миллий һәрикити һәққидики қарашлар
2007.07.06
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң 2005 - йили хитай түрмисидин қутулуп, әркин дуняда сиясий паалийәтләр билән шуғулланған икки йил мабәйнидә қолға кәлтүргән нәтиҗилиригә алаһидә юқири баһа бәрмәктә.
Уйғур миллий һәрикитиниң йеңи бир тарихий басқучи
Анализчилар тәрипидин рабийә қадир ханимниң рафто мукапатиға еришкәнлики вә нобел тинчлиқ мукапатиға қайта - қайта намзат көрситилгәнлики, уйғурлар мәсилисиниң хәлқаралишиш басқучиға киргәнлики, дәп қаралған болса, рабийә қадир ханимниң америка коңгресидә вә германийә, әнгилийә, норвигийә, шветсийә, шветсарийә, голландийә, данийә қатарлиқ дөләтләр парламентлирида зиярәттә болуп, шу дөләтләрниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири билән уйғурлар мәсилиси бойичә мәхсус сөһбәтләр елип барғанлиқи, б д т да уйғурларниң кишилик һәқ - һоқуқи тоғрулуқ мураҗәтләр елан қилғанлиқи, яврупа парламентида хитайниң уйғур миллити үстидин йүргүзүп келиватқан зулумлирини паш қилиш пурситигә еришкәнлики уйғурлар мәсилисиниң хәлқаралишиш көлиминиң кеңийиши вә уйғур миллий һәрикитиниң йеңи бир тарихий басқучқа киргәнлики дәп баһаланған иди.
Германийә, д у қ ни вә рабийә қадир ханимни тәбриклигән
2006 - Йили 11 - айда германийидә өткүзүлгән 2 - нөвәтлик д у қ да рабийә қадир ханим рәислик вәзиписини зиммисигә алғанда, германийә президенти һорст көһлер вә баш министир анҗела мәркил тәрипидин әвәтилгән тәбрик телграммисини тапшуруп алған. Барлиқ уйғурлар рабийә қадир ханимниң уйғур миллий һәрикитиниң лидәриликини бирдәк итирап қилған.
2007 - Йили 5 - айниң 10 - күни, хитай һөкүмити тәрипидин "террорчилиқ билән алақиси бар" дәп қариланған рабийә қадир ханим рәисликидики д у қ ниң 30 дин артуқ тармақ тәшкилатиниң 50 нәпәр вәкили яврупа парламентиға кирип, ай - юлтузлуқ көк байрақни парламент ичигә қадиди. Далай ламаниң кириши қобул көрүлмигән яврупа парламентида рабийә қадир ханим бир күн паалийәт елип барди. яврупа парламентиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән айрим - айрим сөһбәтләр қурди. Шәрқий түркистан мәсилисини аңлатти 2007 - йили 6 - айниң 5 - күни, рабийә қадир ханим чехта өткүзүлгән "демократийә вә бихәтәрлик" йиғинида америка президенти буш әпәндиниң қобулиға вә мәдһийисигә еришти. Бу йәргә һәр қайси дөләтләрниң вәкиллиридин сирт, хәлқара инсан һәқлири паалийәтчилири вә әркинлик байрақдарлири йиғилған иди.
2007 - Йили 6 - айниң 18 - күнидин 22 - күнигичә рабийә қадир ханимниң германийигә келип, "гүлдүрмама "намлиқ тәрҗимиһал әсириниң дуняға келиши мунасивити билән өткүзүлгән мурасимларға қатнишиш җәрянида елип барған паалийәтлири германийидә күчлүк зилзилә қозғиди.
"Йәнә 10 яки 20 йилда бесишни мөлчәрлигән мусапини, рабийә қадир ханим икки йилда басти"
Д у қ баш мәслиһәтчиси әркин алиптекин әпәнди башчилиқидики уйғур сиясийонлири юқарқи һадисиләргә баһа берип, "муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикити, тарихта көрүлүп бақмиған бир тәрәққият мусаписигә қәдәм қойди. Биз йәнә 10 яки 20 йилда бесишни мөлчәрлигән мусапини, рабийә қадир ханим икки йилда басти" дейишти вә уйғурлар мәсилисиниң уйғурларниң зарини аңлитиш басқучидин, уларниң дәрдини һәл қилиш басқучиға қәдәм қойғанлиқини етирап қилишти.
Дөләтләр парламентлири вә яврупа парламентиниң уйғурлар һәққидә мәхсус қарар қобул қилишқа башлиғанлиқи, америка дөләт мәҗлисиниң уйғурлар һәққидә тәвсийә қарари қобул қилиши қатарлиқларни уйғурлар мәсилисиниң америка коңгреси вә яврупа парламентида рәсми йосунда күн тәртипкә қоюлғанлиқиниң бишарити, дәп муәййәнләштүрди шундақла б д т сиясий мунбиридә, кишилик һоқуқ кеңишидә уйғурлар мәсилисиниң бундин кейин алаһидә нәзәргә елиниши мүмкинликини, буниңға қарши, хитай һөкүмитиниң қаршилиқ һәрикәтлириниң йәниму бир балдақ күчийип баридиғанлиқини илгири сүрүшти.
Уйғур сиясий анализчилириниң диққитини чәккән йәнә бир мәсилә, уйғурларға аит хәвәрләрниң дунядики әң күчлүк мәтбуатларниң нәзиригә улашқанлиқи вә җиддий хәвәрләр қатаридин орун еливатқанлиқи болған. Мәйли америка ахбарат саһәсидә болсун яки яврупа ахбарат саһәсидә болсун, уйғурларға мунасивәтлик хәвәрләрниң салмиқи һәссиләп ашқан. Уйғурлар вә рабийә қадир ханим һәққидики хәвәрләр бүгүн һәтта тибәт мәсилиси тоғрисидики хәвәрләрниң санидинму көпийип кәткән.
Чәтәллик алимлар вә тәтқиқатчилар, уйғурларниң келәчики һәққидики издинишлирини бәс - бәстә қанат яйдурмақта
Техиму диққәтни чекидиғини, дуня ахбарат саһәсидин бәкрәк, уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқан чәтәллик алимлар вә тәтқиқатчиларниң сани барғансири көпәйгән болуп, улар уйғурларниң келәчики һәққидики издинишлирини бәс - бәстә қанат яйдурмақта.
Дуня җамаитиниң бу хил җиддий - диққәт етибариниң йеқин кәлгүсидә, уйғурлар мәсилисини хәлқаралиқ қиззиқ тема һалиға кәлтүридиғанлиқини вә уйғурлар тәқдиридә ғайәт зор өзгүрүш ясайдиғанлиқини кәскин тәкитләшмәктә анализчилар.(Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир һәққидики учурлар германийә мәтбуатлирида давамлиқ елан қилинмақта
- Германийә аммиви ахбарат вастилирида рабийә қадир ханим
- Қирғизистандики уйғурлар рабийә қадир һәққидики китабтин шадланди
- Рабийә қадир ханим "гүлдүрмама" намлиқ китаби һәққидә тохталди
- Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Германийидики уйғурлар рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиниң нәширдин чиққанлиқи мунасивити билән тәбрикләш паалийити өткүзди
- Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта
- "Қутлуқ болсун уйғурлар, қутлуқ болсун рабийә ана!" намлиқ очуқ хәт һәққидә сөһбәт
- Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһал характерлик әсириниң нәширдин чиқиш мунасивити билән, долқун әйса сөһбәттә
- Рабийә қадирниң тәрҗимиһалиниң нәширдин чиқиш мурасими тоғрисида
- Рабийә ханим уйғурларниң мунәввәр вәкилиму яки җинайәтчиму?