Рабийә қадир ханим лондондики паалийәтлирини башливәтти
2007.10.01
Әнглийидики зияритини давамлаштуруватқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, дүшәнбә күни лондонда, хәлқара кәчүрүм тәшкилати , хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә әнгилийә тибәт достлири бирләшмисиниң мәркәзлиридә орунлаштурулған йиғинларға қатнишип, йиғин қатаншқучилириға уйғурларниң нөвәттики әһвали вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесим сиястини тонуштурди.
Дуня уйғур қурултийиниң әнглийидики вәкили әнвәр тохтиниң билдүрүшичә, рабийә ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәсуллиридин уйғур мәсилисигә техиму көп көңүл бөлүшини вә 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида уйғур мәсилисини әнгилийә хәлқи вә һөкүмити шундақла хәлқара җамаәткә техиму көп тонутуш үчүн тиришчанлиқ көрситишини тәләп қилған.
Рабийә қадир ханим шундақла дүшәнбә күни, 1- өктәбир хитай дөләт байрими вә уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 52 йиллиқи мунасивити билән дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән әнгилийә шәрқий түркистан җәмийити тәрипидин лондондики хитай баш әлчиханиси алдида оюштурулған наразилиқ намайишиға қатнашқан. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т алаһидә әлчиси бирма һөкүмитини намайишни бастурмаслиққа чақирди
- Берма һәрбий һөкүмити өз хәлқини бастурса, немә үчүн дуня хитайни әйибләйду?
- Шәрқий җәнубий асия иттипақи бермини әйиблиди, лекин хитай әйибләшни рәт қилди
- Берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған хәлққә оқ чиқарди
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Бермидики будда раһиплири намайишта әркинлик марши ейтти
- Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта
- Қирғизистан президенти қолдин кәткән һоқуқлирини қайтурувалди
- "Рабийә қадир сиясий зулмәт ичидә езиливатқан уйғурлар үчүн бир үмид нури"
- Коммунист хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 'үч хил күчләргә зәрбә бериш' ниң даирисини кеңәйтти