Рабийә қадир ханим әнглийә парламент әзалири билән көрүшти


2007.10.03

Rabiye-amnesty-100.jpg
Рабийә қадир ханим хәлиқара кишлик һоқуқ тәшкилатиниң мунбиридә сөздә. AFP Photo

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуруши билән әнгилийиниң зиярәт қиливатқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, әнгилийә һөкүмәт хадимлири, парламент әзалири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән учришип, уларға уйғурларниң нөвәттики әһвалини вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан сиястини тонуштурмақта.

Бүгүн 10 - айниң 3 ‏- күни, рабийә ханим йәнә әнгилийә парламенти оюштурған йиғинда, әнгилийиниң бир қисим юқири палата әзалири вә әнгилийә ташқи ишлар министирлиқиниң мәсуллири билән көрүшти. Рабийә ханим улардин яврупа парламентиниң уйғур мәсилисигә худди америкиға охшаш көңүл бөлүшини вә әнгилийә б б с радио -телевизийә истансисидинму уйғурчә аңлитиш беришни тәшәббус қилди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәр қанатниң бу һәқтә рабийә қадир ханим билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.