Рабийә қадир ханим рай синашта нобел намзатлири ичидики күчлүк намзат
2006.09.14
2006- Йиллиқ нобел мукапатиниң саһибини елан қилиш күни йеқинлашқансири, бу шәрәплик мукапатниң бу йил кимгә яки кимләргә несип болидиғанлиқи тоғрисида түрлүк хәвәрләр чиқмақта һәмдә нурғун мулаһизиләр йүргүзүлмәктә. Бундин сирт йәнә нурғунлиған хәлқаралиқ тәтқиқат институтлири рай синашлар елип берип, кишиләрдин 2006- йиллиқ нобел мукапатиға кимни әң мувапиқ намзат дәп көридиғанлиқини ениқлашқа тиришмақта.
Норвегийиниң анатара агентлиқи, мәркизи норвигийидики хәлқара тинчлиқ иниститути вә австралийидики синтрбит торбети тәрипидин елип берилған бир рай синашта, һиндонезийә һөкүмити билән ачә миллий һәрикити оттурисида тинчлиқ келишими имзалинишида муһим рол ойниған, һиндонезийә президенти юдһойоно, ачә миллий һәрикити билән һиндонезийә һөкүмити оттурисида келиштүргүчи рол ойниған норвигейиниң сабиқ президенти астиһари вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бу йилқи нобил тинчлиқ мукапатиға болуш еһтималлиқи әң күчлүк намзатлар болуп оттуриға чиққан.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, шветсийә парламентниң әзаси аналий әнәксон ханим тәрипидин бу йилқи нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилгән. Әнәксон нобел комитетиға әвәткән хетидә рабийә қадир ханимни уйғур хәлқиниң вә аяллар һоқуқиниң тәврәнмәс қоғдиғучиси дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити, рабийә қадир ханимниң 2006- йиллиқ нобел мукапатиға намзат көрстилгәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, бу һәрикәтни әйибләшкә кечикмиди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат көрситилгәнликини қаттиқ тәнқид қилди. Чин гаң , рабийә қадирни шәрқий түркистан террорчи күчлири билән алақиси бар дәп әйибләп, униң нобел тинчлиқ мукапатиға лайиқ бир намзат әмәсликини илгири сүрди.
Лекин хәлқара тәтқиқат мәркәзлири тәрипидин елип берилған рай синаш нәтиҗилири рабийә қадир ханимниң бу йилқи нобел мукапатиға игә болуш еһтмаллиқи әң күчлүк болған үчинчи намзат қилип көрсәтмәктә.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, өзиниң хәлқара тинчлиқ инстетоти вә австралийә торбети тәрипидин елип берилған рай синашта, 2006 - йилқи нобел тинчлиқ мукапатиға еришиш еһтималлиқи әң күчлүк намзатлар арисида орун алғанлиқидин интайин пәхирләнгәнликини билдүрди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Шветсийә парламент әзаси анелие енаксон ханим уйғурларниң кишилик һоқуқиға йеқиндин көңүл бөлмәктә
- Рабийә қадир ханимниң нобел мукапатиға намзат көрситилиши түркийидики уйғурларни шадлиққа чөмдүрди
- Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди
- Рабийә қадир нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати болди
- Рабийә қадир ханим келәр йиллиқ нобел мукапатиға намзатлиққа көрситилгән