Рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзатлиққа көрситилгәнлики қазақистандики уйғурларни һаяҗанға салди


2006.09.18

Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур демократик һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситилиши қазақистан уйғурлирида һаяҗан қозғиди

Өткән шәнбә күни дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди қазақистандики бир қисим тәшкилат әзалириға, уйғурларниң мәниви аниси, атақлиқ уйғур демократийә һәркити йетәкчиси рабийә қадир ханимниң бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати намзатлиқиға көрситилгәнлики һәққидә йиғин тәшкиллиди.

Қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулланиң мәлуматиға қариғанда, рабийә ханимниң нобил тинчлиқ мукапати намзатлиқиға көрситилиши қазақистандики уйғурларниму чәксиз һаяҗанға салған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.