Рабийә ханимни нобел мукапатиға намзат қилип көрсәткән аналийе инаксон ханимни зиярәт


2006.10.09
Annelie-Enochson.jpg
Шветсийә парламент әзаси Annelie-Enochson ханим. image courtesy: http://www.annelie.kristdemokrat.se/

Аналийе инаксон ханим шветсийә парламентидики уйғур мәсилисигә әң көп көңүл бөлүватқан вә уйғур мәсилисини шветсийә парламентида тонуштуруватқан, рабийә қадир ханимни бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати намзатиға көрсәткән парламент әзасидур. Униң бу қетимқи саяламда қайта сайлинип парламенттики орнини сақлап қелиши, шветсийидики уйғурларни шадлиққа чөмдүрди. У сайламдин кийин телефон зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң уйғурлар үчүн вә рабийә қадир үчүн ишләйдиған йәнә 4 йил вақитниң қолға кәлгәнликидин наһайти хошал икәнликини билдүргән иди. У 6 - өктәбир күни йәнә бир қетим телефон зияритимизни қобул қилип суалларға җавап бәрди.

Сиз немә үчүн уйғурларға қизиқип қалдиңиз?

Миниң бир йеқиним болидиған у маңа ева исимлик бир аялни тонуштурди. Ева уйғурлар тоғрулуқ көп нәрсиләрни билидикән. У силәрниң юртуңларғиму бир қанчә қетим барған икән. Ева маңа уйғурларниң турмуш әһвалиниң вә сиясий тәқдириниң наһайти начар һаләттә туруватақнлиқини сөзләп бәрди. Мән шундин кийин уйғурлар һәққидә материяллар көрүп уйғурларниң бүгүнки күндә адаләтсиз бир муһитта яшаватқан бир етник хәлқ икәнликини билдим.

Уйғур мәсилиси шветсийә парламентида қанчилик тонушлуқ?

Шветсийә парламенти уйғурлар һәққидә хели көп учурларға игә. Мән һәр йили дегүдәк парламентқа уйғурлар мәсилиси бойичә һәр хил учурларни бирип туримән вә тәклип лаһийиләрни сунуп туримән. Уйғурлар бир етник хәлқ болуш сүпити билән өзлириниң мәдәнийитини, өрп адитини вә яшаш шәклини қоғдап қелиш һоқуқи бар. Мән доклат вә тәклип лаһийилиримдә уйғурларниң бүгүнки күндә душ келиватқан сияси азап –оқубәтләрни ипадиләшкә көпрәк тиришимән. Мән уйғурлар һәққидә шветсийә парламентиға сиясий учурларни бирип туруш наһайти муһим.

Һазирғичә шветсийә парламентида уйғурлар һәққидә бирәр қанун лаһийиси мақуллинип бақтиму?

яқ техи, әмма уйғурларниң әһвалини билидиған вә чүшинидиған әһваллар боливатиду. Бүгүнки күндә шветсийә парламентида уйғурға охшаш етник хәлқләрниң өз һәқ- һоқуқлири билән яшаш һоқуқини әмәлгә ашуруш һәққидә зор хизмәтләр ишлиниватиду. Һазир шветсийә парламентида бурунқиға қариғанда уйғурларниң сияси тәқдиригә көңүл бөлидиған авазлар хелила көп, бу авазлар қанчә күчәйгәнчә йеңи бир нәтиҗиниң мәйданға келидиғанлиқи тәбиий.

Сиз рабийә қадирни нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткүчи болуш сүпитиңиз билән рабийә қадирни бу йиллиқ нобел мукаптиға еришәләйду дәп қарамсиз?

Буни пәрәз қилмақ қийин, әмма бу йил еришәлмигән тәқдирдиму киләр йили яки ундин кейинки йили еришидиғанлиқи чоқум. Мән рабийә қадирни тонуштуруш хизмитимни һәргиз тохтатмаймән. Бу йәрдә муһим бир мәсилә бар рабийә қадир ким, у немә ишларни қилди, униң хәлқи бүгүнки күндә қандақ қисмәтләргә душ келиватиду дегәндәк мәсилиләрдә техиму көп тәшвиқат елип беришқа тоғра килиду. Рабийә қадирниң һаятини вә униң қилған ишлирини билиш, уни дуняға даңлиқ қилип тонутуш вақит тәләп қилидиған хизмәтләрдур.

Рабийә қадирни нобил мукапатиниң намзати қилип көрсәткәнликиңизгә қарита шветсийә хәлқи арисида қандақ инкаслар боливатиду?

Шветсийә хәлқи алди билән рабийә қадирни вә униң қилған ишлирини чүшиниши вә билиши керәк.. Рабийә қадир әлвәттә уйғурларға наһайти тунуш, әмма шветсийә хәлқи вә дуня хәлқи рабийә қадирни өз хәлқи билгәндәк билмәйду вә чүшәнмәйду. Униң даңлиқ сиясәтчи болиши үчүн уни техиму көп тәшвиқ қилишимизға тоғра килиду. Нобел мукапатиға намзат қилип көрситишиму буниң бир мисали.

Сиз рабийә қадирни нобел мукапатиниң намзати қилип көрсәткәнликиңиз үчүн хитай һөкүмити тәрипидин бирәр инкас аңлидиңизму? әгәр шундақ инкасқа душ кәлсиңиз хитай һөкүмитигә қандақ җавап бәргән болаттиңиз?

Мән техи ундақ бир инкасни аңлимидим. Рабийә қадир өз хәлқиниң һәқ-һоқуқи вә арзу –арманлири үчүн түрмидә ятти. Униң елип барған ишлири қурал күчигә тайинип зораванлиқ қилғучилардин түптин пәрқлиниду. У уйғурларниң һәқ –һоқуқлирини қоғдаш үчүн тинчлиқ йоли билән күрәш қиливатқан бир аял, у бу йолда җазалиништин һәтта түрмигә кириштинму қорқмиди. Униң бу ирадисини чүшәндүрүп қуюш әң тоғра җавап болса керәк дәп ойлаймән.

Шветсийә йеңидин тәшкил қилинған һөкүмәт уйғур мәсилисигә қарита йеңи бир бурулуш елип килиду дәп қарамсиз?

Буниңға вақит кетиду. Әмма хитай һөкүмитигә қарита бурунқиға қариғанда башқичә сиясәт қоллиниши тәбиий, чүнки хитай һөкүмитиниң диктатор бир һакимийәт икәнликини һәммиси билиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.