Хитай, нобел тинчлиқ мукапатини рабийә қадир ханимға бәрмәслик һәққидә норвегийигә тәһдит салмақта
2006.09.22

Бүгүн норвегийидики әң чоң гезитләрдин бири болған "кәчлик почта" гезитидә "җоңгу норвегийигә тәһдит селиватиду" дегән темида кәң һәҗимлик мақалә бесилди.
Мақалидә ейтилишичә, бу һәптидә норвегийә парламент вәкилләр өмики бейҗиңда зиярәттә боливатқан болуп, хитай даирлири билән болған учришишта, хитайниң муавин ташқи ишлар министири җаң йесуй "әгәр нобел тинчлиқ мукапати рабийә қадирға берилсә бу җуңго норвегийә мунасивитиниң бузулишиға сәвәп болиду" дейиш арқилиқ, бу мукапатни рабийә қадир ханимға бәрмәслик һәққидә норвегийә тәрәпкә очуқтин-очуқ тәһдит салған.
Норвегийә һөкүмити: хитайниң қиливатқини йолсизлиқ
Норвегийә ташқи ишлар министирлиқи буниңға қарта күчлүк инкас қайтурған болуп, норвегийиниң муавин ташқи ишлар министири Raymond Johansen соз қилип: "җуңго һөкүмитиниң нобел тинчлиқ мукапатиниң кимгә берилишигә арилишишқа урунуши вә зиярәттә боливатқан вәкилләр өмикимизгә бесим қилиши интайин намувапиқ бир иш вә тамамән йолсизлиқ, мукапати кимгә беришни нобел комитети өзи бәлгиләйду, һөкүмитимиз пәқәт уларниң таллишини һөрмәт қилиду" дегән.
Мақалидә хитай даирлириниң норвегийигә бундақ бесим қилишниң сәвәблири һәққидә тохтилип "җуңго даирлириниң бундақ қилиштин мәқсити, норвегийә парламентини нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш ишлириға арилишишқа қистап, бу мукапатниң җуңго һөкүмити яхши көрмәйдиған кишлик һоқуқ күрәшчиси рабийә қадирға берилишини тосуп қелиштин ибарәт. Рабийә қадир бундин икки йил бурун уйғурларниң кишлик һәқ-һоқуқлири йолида әп барған күрәшлири бәдилигә норвегийә рафто кишлик һоқуқ мукапатиға еришкән иди, әмдиликтә бейҗиң һөкүмити рабийә қадирниң нобел тинчлиқ мукапатидин ибарәт бу даңлиқ мукапатқа еришип қелишидин қаттиқ әнсиримәктә", дейилгән.
Мақалидә ейтилишичә, норвегийә парламент вәкилләр өмики билән хитай ташқи ишлар министирлиқиниң түнүгүнки учришиһсида хитайниң ташқи ишлар министири җаң йесуй сөз қилип: "нобел тинчлиқ мукапатиниң 1989 – йили далаи ламаға берилгини наһайти яман болған, бу қетим рабийә қадирға берилидиған болса бу техиму яман болғини, у һалда норвегийә билән болған мунасивәтлиримиз еғир зиянға учрайду " дегән.
Парламент әзаси: хитайниң бу нуқтини чүшиниши бәк тәскә тохтайдикән
Нобел тинчлиқ мукапатиниң 1989 – йили далаи ламаға берилгини наһайти яман болған, бу қетим рабийә қадирға берилидиған болса бу техиму яман болғини, у һалда норвегийә билән болған мунасивәтлиримиз еғир зиянға учрайду.
Мақалидә билдүрүлүшичә, норвегийә парламент вәкилләр өмики билән хитай даирлириниң бир қанчә күнлүк учурушуш вә сөһбәтлиридә хитай тәрәпниң асаси сөз темиси нобел тинчлиқ мукапати һәққидә болуп, буниңдин толиму ғәлитилик һис қилған вәкилләрдин бири, норвегийә оңчилар партийисиниң башлиқи Erna Solberg ханим гезит мухбириға мунуларни ейтқан:
"Қариғанда бейҗиңдикиләрниң бизгә демәкчи болған бирдин – бир муһим сози мушу болса керәк, әмилийәттә бизниң нобел комитетиниң ишлириға арилишиш һоқуқимиз йоқ, әмма улар үчүн бу нуқтини чүшиниш бәк тәскә тохтайдикән".
Мақалигә асасланғанда, норвегийә вәкилләр өмики хитай тәрәпкә, норвегийиниң дөләт вә парламент сестимиси вә шуниңдәк нобел комитетиниң мустәқил иш елип бериш принсиплирини қайта-қайта чүшәндүргән болсиму, хитай даирлири йәнила "нобел комитети әзалирини норвегийә парламенти тәйинләйдикән, ундақ болғандикин, парламент нобел комитетиға тәсир көрситәләйду " дегән йолсиз пикридә чиң туривалған.
Нобел комитети: бирәр һөкүмәтниң аччиқлиниши бизниң ахирқи қарарни чиқиришимизға қилчә тәсир көрситәлмәйду.
Бирәр һөкүмәтниң аччиқлиниши бизниң ахирқи қарарни чиқиришимизға қилчә тәсир көрситәлмәйду.
Норвегийә ташқи ишлар комитетиниң башлиқи Olav Akselsen бу һәқтә алаһидә тохтилип: "гәрчә җуңго даирлири нобел тинчлиқ мукапатини рабийә қадриға бәрмәслик һәққидә бизни очуқ ағаһландурған болсиму, биз буниңға анчә писәнт қилип кәтмәймиз. Чүнки биз уларға дөләт системимизни, қанун-принсиплиримизни яхши чүшәндүрдуқ, әгәр улар буни чүшәнгили унимиса вә нобел тинчлиқ мукапатиниң өзлири яқтурмайдиған бир кишигә берилишини халимиса, буниң биз билән һич алақиси йоқ" дегәнләрни билдүргән.
Хитай даирлириниң бу йолсиз тәлипигә нисбәтән норвегийә нобел комитетиму тегишлик инкас қайтурған болуп, мақалиниң ахирда нобел комитетиниң баш катипи Geir Lundesat ниң төвәндики сөзлири нәқил кәлтүрүлгән:
"Җуңго һөкүмитиниң нобел тинчлиқ мукапатиниң кимгә берилиши һәққидә өз тәсирини өткүзүшкә урунуши бу биринчи қетимлиқ иш әмәс. 1989 – Йили далаи ламаға мукапат берилиш вақтида вә 1999 - йили икки нәпәр хәнзу демократи намзатлиққа көрситилгәндиму шундақ болған. Бизниң бу йиллиқ мукапат саһибини таллаш хизмитимиз җидди давам қиливатиду. Бирәр һөкүмәтниң аччиқлиниши бизниң ахирқи қарарни чиқиришимизға қилчә тәсир көрситәлмәйду.
Рафто фонди: һөкүмитимизниң бу инкасидин мән бәк рази болдум
Бундин башқа норвегийә рафто фонди җәмийитиниң башлиқи Arne Lyngård әпәнди хитай даирлириниң норвегийигә қилған бесимлириға қарита оз наразилиқини төвәндикичә баян қилди:
Нобел мукапатиниң уйғур хәлқиниң тинчлиқ билән өзиниң кишилик һоқуқиға еришиши үчүн чоң түрткилик рол ойнайдиғанлиқини билип қалғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити нобел мукапатиға һуҗум қилди. Хитай һөкүмити тинчлиқ мукапати ишиға арилашқан болса бу наһайити қопаллиқ, наһайити мәдәнийәтсизлик, қарап туруп пүтүн дунядики кишилик һоқуқ вә тинчлиқ билән биртәрәп қилинидиған ишларға қопаллиқ билән қарши чиққанлиқ.
"Җуңго һөкүмитиниң бу қилмиши хәлқара кишлик һоқуқ қаидилири вә дөләтләр ара мунасивәт принсиплириға тамамән хилап. Норвегийә демократик дөләт, шуңа бу дөләттики һәрқандақ кишлик һоқуқ органлири тамамән битәрәп мәйданда туруп, адаләт вә инсанпәрвәрлик принсиплириға әмәл қилған һалда оз алдиға мустәқил иш елип бариду, һечқандақ һөкүмәт яки сияси партийиниң ирадисигә беқинмайду. Бу ноқтини җуңго һөкүмити етирап қилиши вә һөрмәт қилиши керәк. Норвегийә ташқи ишлар министирлиқиму бу һәқтә ениқ вә кәскин қилип җуңго һөкүмитиниң нобел тинчлиқ мукапатигаһа тутқан бу хил натоғра позитсийисиниң етирап қилинмайдиғанлиқи һәмдә дөлитимизниң уларниң бундақ бесимларға писәнт қилмайдиғанлиқини ейтти, һөкүмитимизниң бу инкасидин мән бәк рази болдум".
Рабийә ханим: хитайниң қиливатни наһайити қопаллиқ, наһайити мәдәнийәтсизлик
Биз ахирда йәнә бу һәқтики инаксини билип беқиш үчүн уйғур демократийә вә кишлик һоқуқ һәрикитиниң рәһбири, бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати рабийә қадир ханимни зиярәт қилдуқ:
"Хитай һөкүмити мениң хәлқимни тохтимай тутуш, бастуруш, солаш вә етник тазилаш, уларниң мәдәнийитини йоқитиш, маарипини йоқитиш, балилириниичкири өлкиләргә вә өзлиригә ят болған йәрләргә елип берип сетиветиш қатарлиқ ишларни елип бериватиду. Мән хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқигә селиватқан чиққинимдин тартип та һазирғичә тинчлиқ билән, өзәмниң авази билән америка вә явропадики, җүмлидин пүтүн дунядики хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға охшаш кишилик һоқуқ тәшкилатлириға уқтурдум. У тәшкилатлар уйғур хәлқиниң дәрдини, әһвалини мән билән бирликтә дуняға аңлатти вә хитай һөкүмитини әйиблиди. Хитай һөкүмитини пүткүл уйғур хәлқиниң авазни дуняға аңлатмай, қараңғулуқта түгитивәтмәкчи иди. Лекин демократик дөләтләр, кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниг ундақ қилишиға йол бәрмиди. Болупму норвегийә һөкүмити вә хәлқи шундақла рафто фонди җәмийити уйғур хәлқиниң тартиватқан азаблири һәққидә хитай һөкүмитигә қайта – қайта тәләп қойди вә арилашти. Шуниң үчүн хитай һөкүмити уйғур хәлқини йәр шаридин пүтүнләй йоқ қилиш стратегийисиниң әмәлгә ашмай, бу хәлқниң аһу – зарини дуняниң билип қилишини йепиқ қазанни йепиқ һаләттә йоқитивәткмәкчи иди. Бирақ мениң оттуриға чиқишим, дуняға тонулуп қелишим вә нобел мукапатиниң уйғур хәлқиниң тинчлиқ билән өзиниң кишилик һоқуқиға еришиши үчүн чоң түрткилик рол ойнайдиғанлиқини билип қалғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити нобел мукапатиға һуҗум қилди. Хитай һөкүмити тинчлиқ мукапати ишиға арилашқан болса бу наһайити қопаллиқ, наһайити мәдәнийәтсизлик, қарап туруп пүтүн дунядики кишилик һоқуқ вә тинчлиқ билән биртәрәп қилинидиған ишларға қопаллиқ билән қарши чиққанлиқ, дәп қараймән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим б д т йиғини җәрянидики паалийәтлири һәққидә тохталди
- Рафто фонди җәмийити башлиқи Arne Lyngård: "бу бизниңму арзуйимиз иди"
- Рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзатлиққа көрситилгәнлики қазақистандики уйғурларни һаяҗанға салди
- Рабийә қадир ханим рай синашта нобел намзатлири ичидики күчлүк намзат
- Шветсийә парламент әзаси анелие енаксон ханим уйғурларниң кишилик һоқуқиға йеқиндин көңүл бөлмәктә
- Рабийә қадир ханимниң нобел мукапатиға намзат көрситилиши түркийидики уйғурларни шадлиққа чөмдүрди
- Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди
- Рабийә қадир нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати болди
- Рабийә қадир ханим германийидә
- Ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән йеғин һәққидә рабийә қадир билән сөһбәт
- Хитай һөкүмити нимә үчүн рабийә қадир аилисигә қаратқан сиясий һуҗумини изчил давамлаштуруп кәлди
- Рабийә қадир ханим пәрзәнтлирини миллитидин үстүн қоялмиди
- Рабийә қадир: хитай һөкүмити балилиримни қолға елиш арқилиқ паалийәтлиримни тосиялмайду