Рабийә қадир ханим норвегийидики паалийитини давамлаштурмақта


2006.10.31

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә мәшһур кишилик һоқуқи байрақдари рабийә қадир ханим скандинавийә дөләтлирини зиярәт қилмақта. Норвегийидики уйғур җамаәтчилики алдинқи күни мәхсус күтүвелиш кечилики өткүзүп, рабийә қадирни күтүвалди.

Рабийә ханим бу қетимқи сәпиридә норвегийидики аммиви тәшкилатларниң тәклипи бойичә бу дөләтни зиярәт қилмақта. Бу униң скандинавийә дөләтлирини 2 - қетим зиярәт қилишидур. 1 - Қетим у бу дөләтни 2005 - йили 10 - айда зиярәт қилған.

Бу һәқтики мәлуматларни, норвегийидики ихтияри мухбиримиз абдусәмәттин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.