Рабийә қадир ханим норвегийидики йиғин вә мәтбуатларда күчлүк тәсир қозғиди
2006.11.03
2 - Ноябирдин башлап норвегийиниң бергин шәһиридә рафто фонди җәмийти қурулғанлиқиниң 20 йиллиқ хатирләш мурасими вә бу йиллиқ рафто кишлик һоқуқ мукапатиниң тарқитилиш мунасивити билән кишлик һоқуқ вә демократийә темиси асаси мәзмун қилинған түрлук йиғин, учришиш вә хатирләш паалийити әп берилишқа башлиди.
Бу паалийәтләргә қатнишиш үчүн әзиз меһман сүпитидә тәклип қилинған уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бергин шәһиригә йетип кәлгәндин кейин, бу хил пурсәттин үнүмлүк пайдилинип дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән кишилик һоқуқ күрәшчилири вә сясий актипларға уйғурлар вә уйғурларниң нөвәттики кишлик һоқуқ әһвалини тонуштурди.
Рабийә қадир ханим 2 - ноябир кәчқурун рафто фонди җәмийитидә өткүзүлгән учришишта илгири - кейин болуп рафто кишлик һоқуқ мукапати вә нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән иранлиқ ширин әбадини оз ичигә алған 10 нәпәр рафто мукапати саһиблири шуниңдәк норвегийә ичи вә башқа әлләрдин кәлгән кишлик һоқуқ органлириниң хадимлири билән бир-бирләп көрүшүп пикир алмаштурди вә уларға оз уйғурларниң кишлик һоқуқи мәсилилири бойичә һәмкарлишип ишләш тәклипини қойди. Шу күни рабийә қадир ханим йәнә норвегийә дөләтлик иккинчи телвизийә қанилиниң зияритини қобул қилип норвегийиликләргә уйғурларниң күндин күнгә яманлишип бериватқан кишлик һоқуқ мәсилилирини аңлатти.
3-Ноябир чүштин бурун рафто фонди җәмийитиниң уюштуруши билән хәлқара кишлик һоқуқ мәсилилири бойичә, 300 дин артуқ кишиниң қатнашқан 6 саәт давамлашқан чоң йиғин откузулди.Бу йиғинниң 2-қисми "тәррорзимға қарши күрәш аз санлиқ милләтләрни бастуруш көришиму?" дегән темиға беғишланған болуп, хитай һөкүмитиниң хәлқара терроризмға қарши күрәшни уйғурларни бастурушниң баһаниси сүпитидә қоллиниватқанлиғи йиғинниң муһим кун тәртипидин орун алди. Рабийә қадир ханим 2001 -йили йүз бәргән 11-сәнтәбир вәқәсидин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларни дуняға "тәррорист" қилип көрситишкә урунғанлиқи вә террорист нами билән бастурушни җиддиләштургәнлигини чүшәндүрүп өткәндин кейин, йиғинға қатнашқан мухбирлар вә башқа йиғин қатнашчилиринң бу һәқтә сориған суаллириға җавап бәрди.
Рабийә ханим хитай һөкүмитиниң 11-сәнтәбир вәқәсидин кейин хәлқара терроризмға қарши турушни баһанә қилип туруп барлиқ уйғур тәшкилатлирини "террорист тәшкилат " вә 11 нәпәр уйғур сияси паалийәтчилири дуняға "террорист" дәп елан қилғанлиқини әмма хәлқара җәмийәтниң ахирқи һесабта хитайниң бу хил төһмәтлиригә ишәнмигәнлигини сөзләп өтти.
Булардин башқа рабийә қадир ханим йәнә пакит сүпитидә уйғур әли партком секретари ваң лечуә|нниң 1994 - йили 9 - айда өз ағзи билән "биз 8 ай ичидә 55 нәпәр террористни өлтүрдуқ" дегән сөзини тилға алди. Ахирда рабийә қадир ханим йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни ялғуз уйғур ларға қаритилған бастуруши ялғуз уйғур әли биләнла чәклинип қалмай бәлки әтраптики қошна дөләтләргичә кеңәйткәнликини, җүмлидин "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати" ичидики дөләтләргә бесим қилип вә улар билән бу дөләтләргә қечип чиққан уйғур сияси актипларни тутуп хитайға өткүзуп бериш һәққидә келишимләрни тузуп, қайтуруп берилгән уйғурларға өлум җазаси бәргәнликини ениқ пакитлири билән көрситип бәрди.
Рабийә қадир ханимниң бу қетим норвегийигә қилған зиярәт паалийити вә бу җәрянда оттуриға қойған хитайда 2008 -йили өткүзилидиған олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш тоғрисидики тәшәббуси норвегийә мәтбуат саһәси вә кишлик һоқуқ мәсилилири көңүл болидиған һәр саһәдики затларниң күчлүк инкасини қозғиди. Һазирғичә "кәчлик гезит" ни оз ичигә алған бәш гезит вә икки телевизийә қанили рабийә қадир ханим һәққидә кәң һәҗимлик мақалә вә программиларни елан қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим норвегийә парламент әзалири билән көрүшти
- Рабийә қадир ханим норвегийидики паалийитини давамлаштурмақта
- Рабийә қадир ханим күрәш күсән әпәндиниң вапати мунасивити билән шветсийини зиярәт қилди
- Рабийә қадир ханим норвегийидики зияритини башлиди
- Норвегийидә рабийә қадир ханим вә уйғурларниң кишлик һоқуқ әһвали асаси тема қилинған балилар рәсимлири топлими нәшир қилинди
- Рафто фонди җәмийити башлиқи Arne Lyngård: "бу бизниңму арзуйимиз иди"
- Норвегийә "рафто фонди җәмийити" уйғур мәсилисигә изчил көңүл бөлмәктә
- Рабийә қадир ханим германийидә
- Рафто мукапати тәсис қилинғанлиқиниң 20 йиллиқ хатириси мунасивити билән йиғин өткүзүлди
- явропа сәпиридин кейин рабийә қадир ханимни зиярәт
- Рабийә қадир явропадики зияритини ахирлаштуруп америкиға қайтип кәлди
- Рабийә қадир ханим белгийә кеңәш палатиси рәһбәрлири билән көрүшти