Рабийә қадир ханимниң норвегийидики зиярәт паалийити ғәлибилик ахирлашти
2006.11.07
Норвегийиниң бәргин шәһридә рафто фонди җәмийитиниң паалийәтлиригә қатнашқан уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 4-, 5 - ноябир (шәнбә, йәкшәнбә) күнлири йәнә бир қатар йиғин вә паалийәтләргә қатнишип, бу йәрдики норвегийилик вә чәтәллик меһманларға уйғурларниң кишлик һоқуқ әһвалини давамлиқ аңлатти.
Китаб тарқитилиш муарасими
4-Ноябир күни чүштин бурун бәргин шәһәрлик мәркизи китабханида башланғуч мәктәптики өсмүр балилар тәрипидин сизилған, рабийә қадир ханимниң кәчүрмишлири вә уйғурларниң кишлик һоқуқ әһвали асаси тема қилинған "бу дуня һәм гүзәл һәм нәпрәтлик" намлиқ балилар рәсимлири топлиминиң тарқитилиш мурасими болуп өтти. Бу китабқа рабийә қадир ханим кириш соз йезип бәргән вә китабниң текист қисми уйғурчә, норвегийичә вә инглизчә уч хил тилда нәшир қилинған болуп, китабниң рабийә қадир ханим вә уйғурлар билән алаһидә бағлинишили бар иди. Шу сәвәбтин рабийә қадир ханим китабқа имза қоюп беришкә тәклип қилинди. Имза қоюш башлиништин бурун рабийә қадир ханим китабханиға топланған, китабтики рәсимләрни сизған балилар вә башқа норвегийиликләргә соз қилип уйғурларниң әһвалини қисқичә нутуқ сөзлиди.
Андин кейин китаб сетивалғучилар рабийә қадир ханимниң алдиға бир – бир ләп келип имза қойдурди вә рәхмәт ейтти. Китаб сетивалғили кәлгән 11 яшлар чамисидики бир өсмүр дадиси вә аниси билән биргә келип рабийә қадир ханимға өзиниң чоң анисиниң 2-дуня уруши мәзгилидә немислар тәрипидин қолға елинип, германийидә икки йил түрмидә ятқанлиқини, рабийә қадир ханимниң түрмә кәчүрмишлирини чоң анисиниң кәчүрмишлиригә селиштуруп, интайин азабланғанлиқини ейтип көз йеши қилди. Бу сөзләрни аңлап бу өсмүр балиниң ата-аниси вә рабийә қадир ханиммму өзини туталмай яш төкти.
Китабқа имза қоюш паалийити бир саәткә йеқин давамлашти. Кишләр имза қойдуруш давамида рабийә қадир ханимға қайта-қайта рәхмәтләр ейтти, хатирә үчүн сүрәткә чүшүшти.
Һөрмәткә сазавәр болған кишилик һоқуқ җәңчилири
Китабқа имза қоюш паалийити ахирлашқандин кейин, рабийә қадир һәмраһи сидиқ һаҗи рози әпәнди билән биргә бу йиллиқ рафто фонди кишлик һоқуқ мукапатиниң тарқитилиш мурасимиға қатнашти. Бу йиллиқ рафто кишлик һоқуқ мукапати вейтнамлиқ будда раһиби, кишлик һоқуқ паалийәтчиси вә язғучи Thich Quang Do ға берилгән болуп, вйетнам һөкүмити униң бәргин шәһиригә келип мукапат тапшуруп елишиға йол қоймиған, у һазир оз өйидә нәзәрбәнт астида яшимақтикән.
Шу күни кәчқурун бәргин шәһиридики чоң консерт залида рафто фонди җәмийити қурулғанлиқиниң 20 йиллиқ хатирисигә беғишланған консерт өткүзүлди. Консерт башлиништин бурун рафто фонди җәмийити тәрипидин кишлик һоқуқ һәққидә тәйярланған "хитабнамә" елан қилинди. Андин кейин 20 йилдин бәри рафто кишлик һоқуқ мукапатиға еришкән рабийә қадир ханимни оз ичигә алған 20 нәпәр кишлик һоқуқ җәңчисиниң иш-излири чоң екран арқилиқ консерт залиға йиғилған 3000 гә йеқин кишигә бир бирләп көрситилди. Консертниң ахирқи қисмида рафто мукапатиға еришкәнләрдин рабийә қадир ханим вә бу қетим бәргиңә кәлгән башқа 10 нәпәр киши сәһнигә тәклип қилинип тамашибинларниң һөрмәт салимини қобул қилди.
Консерт ахирлашқандин кейин, рафто фонди җәмийити рафто мукапатиға еришкән шәхсләргә хатирә буюми тәқдим қилди. Рабийә қадир ханимму, рафто фонди җәмийитиниң уйғур хәлқиниң кишлик һоқуқи үчүн ишлигән хизмәтлири вә көрсәткән тиришчанлиқлиға рәхмәт ейтиш йүзисидин уйғур чалғу әсваблириниң кичиклитилгән модели вә атақлиқ уйғур рәссами ғази әмәтниң "муқам" намлиқ рәсимини хатирә үчүн рафто фонди җәмийитигә тәқдим қилди.
Алдираш вә утуқлуқ сәпәр
5-Ноябир, йәкшәнбә рабийә қадир ханим вә йолдиши сидиқ һаҗи рузи әпәнди, башқа меһманлар билән биргә бундин юз йил бурун аләмдин өткән атақлиқ норвегийә композитори Edvard Grieg ниң хатирә музейини зиярәт қилди, чүштин кейин атақлиқ кишлик һоқуқ паалийәтчиси, профессор Thorolf Rafto хизмәт қилған норвегийә сода али мәктипидә орунлаштурулған чүшлүк тамаққа дахил болди. Рафто фонди җәмийити дәл Thorolf Rafto ниң ғайисигә варислиқ қилиш вә униң ишлирини давам қилиш үчүн, униң вапатидин бир йил кейин, йәни 1986-йили қурулған вә униң нами билән аталған.
Рабийә қадир ханимниң бу қетимқи норвегийә келиштики асаси мәқсиди бәргин шәһридә өткүзилидиған рафто фонди җәмийити қурулғанлиқиниң 20 йиллиқ хатирләш мурасимиға қатнишиштин ибарәт болсиму, әмәлийәттә рабийә қадир ханимниң зиярәт паалийити мәйли вақитниң узунлуқи җәһәттин болсун, мәйли зиярәт мәзмуни җәһәттин болсун әсли мөлчәрдикидин коп һалқип кәтти. Рабийә қадир ханим бу қетим ослода вә бәргин шәһридә болуп җәми 9 кун паалийәт елип барди. Бу җәрянда норвегийәниң һөкүмәт вә башқа муһим орунлирида хизмәт қилидиған көплигән муһим шәхисләр, һәрқайси әлләрдин кәлгән кишлик һоқуқ паалийәтчилири билән учрашти. Бу җәрянда рабийә қадир ханимниң уйғурларниң кишлик һоқуқ әһвалини кишиләргә йәткүзүшкә кәң имканийәтләр туғдуруп берилди. Ахбарат орунлириму йеқиндин маслашти. Рабийә қадир ханим өзиниң бу қетимқи зияритиниң ойлиғинидинму утуқлуқ болғанлиғини, өзиниң бунниңдин интайин мәмнун икәнликини билдүрди.
6-Октәбир чүштин бурун саәт 10 да рабийә қадир ханим вә йолдиши сидиқ һаҗи рузи әпәнди норвегийидики 9 күнлүк зиярәт паалийитини ғәлибилик тамамлап бәргин шәридин америкиға йүрүп кәтти. (Абдусәмәт)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим норвегийидики йиғин вә мәтбуатларда күчлүк тәсир қозғиди
- Олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилиш паалийити бергиндә башланди
- Рабийә қадир ханим норвегийә парламент әзалири билән көрүшти
- Рабийә қадир ханим норвегийидики паалийитини давамлаштурмақта
- Рабийә қадир ханим күрәш күсән әпәндиниң вапати мунасивити билән шветсийини зиярәт қилди
- Рабийә қадир ханим норвегийидики зияритини башлиди
- Уйғурлар дөләт мәҗлиси әзаси франк волф әпәндиниң шан - шәрипи үчүн өткүзүлгән мурасимда
- Рабийә ханимни нобел мукапатиға намзат қилип көрсәткән аналийе инаксон ханимни зиярәт
- Рабийә қадир ханим индианна шитатидики паалийити һәққидә тохталди
- Хитай, нобел тинчлиқ мукапатини рабийә қадир ханимға бәрмәслик һәққидә норвегийигә тәһдит салмақта
- Рабийә қадир ханим б д т йиғини җәрянидики паалийәтлири һәққидә тохталди
- Рабийә қадир нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати болди
- Рабийә қадир ханим германийидә
- Ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән йеғин һәққидә рабийә қадир билән сөһбәт