Норвегийә мәтбуатида уйғур мәсилиси
2006.11.16
Хәвириңлада болғинидәк техи йеқиндила, уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, норвегийә рафто фонди җәмийити қурулғанлиқиниң 20 йиллиқ хатирләш паалийәтлиригә қатнишиш үчүн норвегийигә келип, осло вә бергин шәһәрлиридә һөкүмәт адәмлири, кишлик һоқуқ тәшкилатлири вә чәтәллик меһманлар билән болған түрлүк йиғин, учришиш вә сөһбәтләрни елип, берип уларға уйғур мәсилисини аңлатқан иди.
Бу мунасивәт билән норвегийиниң һәрқайси гезитлиридә уйғурлар вә уйғурларниң нөвәттики кишлик һоқуқ әһвали һәққидә хәвәр вә мақалилар елан қилинди вә давамлиқ елан қилинмақта.
"У җуңгони титрәтти"
Норвегийидики әң чоң гзитләрдин бири болған" кәчлик гезит" дә елан қилинған "у җуңгони титрәтти" намлиқ мақалидә, уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң норвегийигә қилған зиярити вә сияси паалийәтлири һәққидә тохталғандин кейин, уйғурларниң тарихи вә нөвәттики әһвали тонуштурулуп мундақ дейилгән:
"Уйғурлар түркий тиллиқ хәлқләрдин бири болуп, милади 700 - йилларда моңғулийидә қудрәтлик дөләт қурған, 840 – йили уйғурларниң бу дөлити қирғизлар тәрипидин ағдурулуп, уйғурлар шәрқий түркистанға вә гәнсу райониға көчкән. Бу йәрләрдә йеңи уйғур җәмийитини тәшкил қилип вә йәнә йеңи дөләтләрни қуруп моңғул истиласиғичә һөкүм сүргән. Һазир уйғурлар шинҗаң уйғур аптонум раюни вә оттура асияда дөләтлиридә яшайду. Уйғурлар мусулман хәлқ вә көпчилики деһқанчилиқ билән шуғуллиниду. Нөвәттә уйғурлар җоңгу һөкүмитиниң қаттиқ сияси бесими астида яшимақта, уйғурларниң һәқ-һоқуқлири дәпсәндә қилинмақта, уйғурлар вәтинидики байлиқлар, иш орунлири вә яхши терилғу йәрләр җуңголуқ көчмәнләр тәрипидин тартип елинмақта. Буниң ақивитидә уйғурлар оз вәтинидә туруп түрлук кәмситилиш вә чәткә қеқилишқа учримақта. Буниңға нарази болған вә қарши чиққан уйғурлар түрмигә ташланмақта".
Мәзкур мақалидә йәнә рабийә қадир ханимниң сөзидин нәқил елинип: "һеч мубалиғә әмәски җуңго нөвәттә дунядики әң фашист дөләт" дәп көрситилгән.
"У уйғурларға әркинлик үмиди елип кәлди"
"Бәргин вақит" гезитидә елан қилинған бир парчә мақалидә, нөвәттә уйғурларниң диний етиқат әркинликиниң қаттиқ чәклимигә учраватқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилгән:
"Уйғурлар мусулман хәлқ, нөвәттә улар диний җәһәттиму қаттиқ бесимға учримақта, мәсилән, уйғурларниң диний тәлим елиши чәклиниду, яш-өсмүрләрниң мәсчиткә кириши мәни қилиниду, әгәр хилаплиқ қилса, наразлиқ билдүрсә түрмигә ташлиниду, қейин қистаққа елиниду, әмгәк лагирлириға қамилиду, һәтта өлүмгә һокум қилиниду"
Шуниңдәк бу сөзләрниң растлиқини испатлаш үчүн хәлқара кәчүрүм тәшкилати норвегийә шөбисиниң хитай ишлириға мәсул мәслиһәтчи хадими Gerald Folkvord ниң сөзини нәқил алған. У сөзидә гезит мухбириниң пикрини тәстиқлап "бу хил вәзийәт җуңгодики аз санлиқ милләтләрниң һәммисигә ортақ, бирақ уйғурларниң әһвали пәвқуладдә еғир" дегән.
Йәнә мушу гезиттә елан қилинған "у уйғурларға әркинлик үмиди елип кәлди" дегән мақалидә болса, уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан уйғур маарипиниң мәҗбури хитайхһилаштурлиши, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қоллиниватқан тил, мәдәнийәт вә маарип җәһәттики мәҗбури ассимилятсийә сиясити һәққидә нуқтилиқ тохтилип " һазир җоңгу һөкүмити уйғур балилириниң мәктәпләрдә оз ана тилида оқушини бикар қилған, униң орниға уйғур балилири 1-синиптин башлап хәнзу тилини өгинишкә мәҗбур қилинған. Уйғур оқутқучилардин хәнзу тилида дәрс өтүшни тәләп қилған, бундақ қилалмиғанлар иш орнидин бошитилип, орниға хәнзу оқутқучилар орунлашқан" дәп көрситилгән һәмдә мақалә ахирида хуласә тәриқисидә:
"Җуңго һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән бу хил милли кәмситиш сиясити уйғурларниң милли мәвҗутлиқиға тәһдит әпкелипла қалмай, йәнә уйғурларниң җоңго һөкүмитигә вә җуңголуқ көчмәнләргә болған наразилиқи һәм өчмәнликини техиму күчәйтип, мәзкур районда еғир тинчсилиқларниң пәйда болушиға сәвәпчи болиши мумкин" дегән пикирләр илгири сүрүлгән. (Сәмәт)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимниң норвегийидики зиярәт паалийити ғәлибилик ахирлашти
- Рабийә қадир ханим норвегийидики йиғин вә мәтбуатларда күчлүк тәсир қозғиди
- Рабийә қадир ханим норвегийә парламент әзалири билән көрүшти
- Рабийә қадир ханим норвегийидики паалийитини давамлаштурмақта
- Рабийә қадир ханим күрәш күсән әпәндиниң вапати мунасивити билән шветсийини зиярәт қилди
- Рабийә қадир ханим норвегийидики зияритини башлиди
- Рабийә қадир ханим германийидә
- явропа сәпиридин кейин рабийә қадир ханимни зиярәт