Рабийә қадир ханим норвигийиниң осло шәһиридики паалийәтлири һәққидә тохталди
2005.10.17
Рабийә қадир ханим норвигийиниң берген шәһиридә рафто фонди җәмийити әзалири вә рафто фонди җәмийитиниң қурғучиси рафто әпәндиниң қизи билән көрүшкәндин кейин, 17-өктәбир күни норвигийиниң пайтәхти осло шәһиригә йетип келип, паалийәтлирини башлиди.
Рабийә қадир ханим ослоға йетип кәлгәндин кейин, осло шәһиридики ташқи ишлар министирлиқиниң асия бөлүми мәсуллири вә кишилик һоқуқ ишханисиниң мәсуллири билән сөһбәтләшти. Чүштә хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хелсинки комитети вә тебәт комитети уюштурған кишилик һоқуқ илмий йиғинида доклат бәрди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз илтәбирниң рабийә қадир ханим билән елип барған телефон сөһбитидин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia