Рабийә қадир ханим норвегийә парламент әзалири билән көрүшти


2006.11.02
norway_map.gif
Норвегийә скандинавийигә җайлашқан болуп, рабийә қадир ханим нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситилгәндә, хитай даирилири бейҗиңни зиярәт қиливатқан норвегийә парламент әзалириғи норвегийигә җайлашқан нобел комитетиға рабийә ханимға тинчлиқ мукапати бәрмәслик һәққидә бесим ишлитишкә үндигән иди.

Норвегийиниң пайтәхти осло шәһридә зиярәттә боливатқан уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 1-ноябир күни чүштин бурун норвегийә парламентида бир қисим парламент әзалири вә норвегийидики асаслиқ чоң партийиләрдин болған "оңчилар партийиси", "сотсиялистик солчилар партийиси", "алға партийиси" вә "христиан демократлар партийиси" ниң башлиқлири вә ташқи ишларға мәсул хадимлири билән учрашти.

Уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ әһвали тонуштурулди

Учришишта рабийә қадир ханим уларға уйғурларниң кимлики, коммунист хитай һакимийитиниң уйғур әлини қачан вә қандақ бесип алғанлиғини қисқичә чүшәндүрүп өткәндин кейин, асаслиқ қилип, уйғурларниң нөвәттики кишлик һоқуқ әһвалини тәпсили тонуштуруп өтти.

Рабийә қадир ханим көрүшүш давамида норвегийә парламент әзалири вә һәрқайси партийиләр вәкиллиригә илтимас қилип, норвегийә һөкүмити, норвегийә парламенти вә норвегийидики һәрқайси партийиләрниң уйғурларниң кишлик һоқуқ әһвалиға йеқиндин көңүл болушини, хитай даирлири билән болған учришиш вә сөһбәтлиридә уйғур мәсилисини оттуриға қоюшини, шуниңдәк норвегийә парламентида мәхсус тибәт ишлириға көңүл болидиған тибәтни қоллаш гурупписи болғиниға охшаш, мәхсус уйғур мәсилси бойичә хизмәт ишләйдиған уйғурларни қоллаш гурупписиниңму тәшкил қилинишини умут қилидиғанлиғини оттуриға қойди. Учришишқа қатнашқан норвегийә тәрәп вәкиллири рабийә қадир ханимниң илтимасиға қарита иҗабий җавапларни қайтурди.

Норвегийә парламентидики икки саәт давамлашқан учришиш ахирлашқандин кейин, рабийә қадир ханим вә йолдиши сидиқ һаҗи рози әпәнди, норвегийиниң сабиқ баш министири Shell Magne Bondevik тәрипидин қурулған "осло тинчлиқ мәркизи" ни зиярәт қилди. Зиярәт давамида бу мәркәзниң директори, қошумчә б д т пән, маарип вә мәдәнийәт ишлири бойичә париж бөлүминиң хадими Einar Steensnæs әпәнди вә мәркәзниң мәсләһәтчи хадими Hilde Salvesen ханим билән көрүшүп уларға уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан кишлик һоқуқ мәсилилирини, җүмлидин уйғур милли маарипиниң хитайлаштурлиши, уйғур милли мәдәнийити вә сәнитиниң җидди кризисқа дуч келиватқанлиқи вә башқа бирқатар муһим мәсилиләрни чүшәндүрүп өтти. Einar Steensnæs Әпәнди инкас билдүрүп, "бизниң тинчлиқ мәркизимиз" дуняда тинчлиқни илгири сүрүш үчүн хизмәт қилиду, әмма тинчлиқ билән кишлик һоқуқ мәсилисиниң бивастә мунасивити бар, мениңчә кишлик һоқуқ бузғунчилиққа учриған йәрдә һәқиқи тинчлиқму болмайду, биз уйғурларниң әһвали билән йеңидин тонуштуқ, бундин кейин уйғурларниң кишлик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин диққәттә болимиз, һәмдә қолимиздин келишчә ярдәмдә болушқа тиришимиз" деди.

Рабийә қадир: техиму көп бәдәл төләшкә разимән

"Осло тинчлиқ мәркизи" дики учришиш ахирлашқандин кейин рабийә қадир ханим, норвегийидики муһим гезитләрдин бири болған "күн вә түн" гезити мухбириниң зияритини қобул қилди. Мухбир рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири вә бигунаһ түрмидә йетиватқан пәрзәнтлириниң әһвалини аңлиғандин кейин, "сиз оз миллитиңиз үчүн шунчә коп қурабанларни берипсиз, сиз бу қилғанлирим әрзийду дәп қарамсиз? әгәр сиз бу қәдәр бәдәлләрни төләшни билгиниңиздә йәнә мушу йолни таллиған боламтиңиз? дәп суал қойди. Рабийә қадир ханим җидди тәриздә: "миллитим үчүн төлигән бәдәллирим әрзийду һәм техиму коп бәдәлләрни төләшкә разимән, әгәр қайта таллаш тоғра кәлгинидә йәнә һич иккиләнмәстим мушу күрәш йолини таллайттим" дәп җавап бәрди.

Шу күни кәчқурун рабийә қадир ханим ослодики бәш күнлүк зиярәт паалийитини ғәлибилик тамамлап норвегийиниң иккинчи чоң шәһири болған бергин шәһиригә йүрүп кәтти.

Рафо фонди җәмийитиниң 20 йиллиқ хатирә мурасими вә бу йиллиқ рафто мукапатиниң тарқитилиш мурасими кейинки бирқанчә кун ичидә бергин шәһридә өткүзилидиған болуп, бәргин шәригә кәлип бу палийәтләрәгә қатнишиш рабийә қадир ханимниң бу қетимқи норвегийә сәпириниң асаси мәқсити иди.

Шу йәр вақти билән кәч саәт йәттиләрдә рабийә қадир ханим вә сидиқ һаҗи рози әпәнди бергин шәһиригә йетип кәлди, бәргин шәһири вә әтраптики раюнларда яшайдиған уйғурлар айродромға чиқип уларни қизғин күтүвалди. (Абдусәмәт)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.