Рабийә қадир ханим норвегийидики муһим паалийәтлирини башливәтти
2010.12.09

8 - Декабир күни кәчтә рабийә қадир ханимниң риясәтчиликидә канада, германийә, белгийә, шветсийә, түркийә вә норвегийидики дуня уйғур қурултийиниң асаслиқ рәһбәрлириниң бир ариға җәм болуши билән, алди билән дуня уйғур қурултийиниң ички ишлар йиғини чақирилди. Бүгүн әтигәндин башлап рабийә қадир ханим норвегийә вә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән мухбирларниң уйғур мәсилиси вә нобел тинчлиқ мукапати һәққидә сориған соаллириға җаваб бәрди. Андин кейин саәт 12 дә норвегийә тәрәққият партийисиниң әзалиридин карин ханим билән мәхсус учришишта болди.
Рабийә ханим зияритимизни қобул қилип нобел мукапати тарқитиш мурасимиға қатнишиш паалийитиниң әһмийити һәққидә тохталди.
Бүгүн кәчтә, яң җйәнли башчилиқида хитай демократчилириниң уюштуруши билән мухбирларни күтүвелиш йиғини ечилидиған болуп, йиғинға рабийә қадир ханим билән алим сейитоф әпәнди қатнишиду вә рабийә қадир ханим мухбирларниң соалиға җаваб бериду.