Хитай, рабийә қадирниң 2 оғлини рәсмий қолға алди


2006.06.01
alim-rabiye-150.jpg
Рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһим (уйғур америка бирләшмиси тәминлигән)

Хитай җамаәт хәвпсизлик даирилири уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң пәрзәнтлиридин алим абдуреһим вә абликим абдуреһимларниң рәсмий қолға елинип җинайи җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини, рабийә қадирниң қизи рошәнгүл абдуреһимниң аилисидә нәзәрбәнд астида елинғанлиқини җакарлиди.

Уйғур аптоном райони даирилириниң рәсмий мәтбуати болған "тәңритағ тори" пәйшәнбә күни елан қилған хәвиридә, алим абдуреһим, абликим абдуреһим вә рошәнгүл абдуреһимлар сақчилар билән һәмкарлашмиғанлиқи вә сақчиларға қопаллиқ қилғанлиқи үчүн қолға елинғанлиқини елан қилди. Лекин хәвәрдә алим абдуреһим вә абликим абдуреһимларниң һазир қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи тилға елинмиди.

Сақчилар рабийә қадирниң балилирини еғир ярландурған

Қадир аилисиниң радиомизға ашкарилишичә, сақчилар рабийә қадирниң 2 оғлини, қизи, келини, күйоғли вә 4 нәврисини чаршәнбә күни әтигән саәт 7:00 ләрдә нәнсәнгә елип баримиз, дәп елип маңған вә сақчилар уланбайға кәлгәндә минибусни тохтутуп алим абдуреһим билән абликим абдуреһимни урған.

Сақчилар 30- май күни рабийә қадирниң қизи рошәнгүл билән оғуллири алим вә абликим абдуреһимларни нәнгүән сақчи понкитиға соливалған вә аилисидә нәзәрбәнд астиға елип, уларниң үрүмчини зиярәт қиливатқан америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмики билән көрүшүшини чәклигән иди. Бу җәрянда уйғур аптоном райони җамаәт хәвпсизлик назарити 3 - башқармисиниң башлиқи әсқәр, рабийә қадирниң пәрзәнтлирини "әгәр биз билән маслашмисаңлар яки ипадәңларни яхшилимисаңлар силәрни вәйран қиливетимиз" дәп агаһландурған. Сақчилар абликим абдуреһимниң қайси дохтурханиға елип берилғанлиқини мәхпий тутмақта.

Сидиқһаҗи розиниң әскәртишичә, улар алим, рошәнгүл вә 4 нәврисиниң из дерикини һазирғичә алалмиған.

Хитай мәтбуатлиридики бәднамлар

Бу бир қақти - соқти қилиш қилмишидур. Улар балиларни гөрүгә еливелип рабийә қадирниң шинҗаңға кишилик һоқуқ елип келиш тиришчанлиқини тосимақчи

Тәңритағ тори пәйшәнбә күнки хәвиридә, "рабийә қадир вә униң пәрзәнтлириниң әқидә ширкити, 1994 - йилдин 2004 - йилғичә 8 милйон йүән баҗ қачурди. Тапшурушқа тегишлик 21 милйон йүән пулни, банка вә шәхсләрниң 28 милйон йүән қәрзини һазирғичә тапшурмиду " дәп әйиблигән. Лекин рабийә қадир хитай даирилириниң бу әйибләшлирини рәт қилди. У, җамаәт хәвпсизлик назарити 2005 йили 5 - айда ширкәтниң қануний һөҗҗәтлирини мусадирә қилип, ширкәтниң содисини, банка вә херидарлар билән болған пул - муамилә алақисини паләч һалға чүшүрүп қойди, дәйду. Униң әскәртишичә, җамаәт хәвпсизлик назарити әқидә ширкитиниң 9 милйон йүән пулини басурувалған.

Рабийә қадир пәрзәнтлириниң қолға елиниш вәқәси америка ташқий ишлар министирлиқиниң диққитини қозғимақта. Америка ташқий ишлар министирлиқи пәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида рабийә қадирниң пәрзәнтлири қолға елиниш вәқәсидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.

Америка һөкүмитиниң инкаси

rabiya-sidiq-200.jpg

Америка ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси, "мән бу һәқтики хәвәрни көрдүм вә министирлиқимизниң шәрқий асия бөлүмигә буни сүрүштүрүшни һавалә қилдим. Улар вәқәни сүрүштүрүватиду. Биз кейинрәк бу һәқтә ипадә билдүримиз " деди. Буниң алдида америка ташқий ишлар министирлиқиниң бир әмәлдари франсийә ахбарат агентлиқиға " рабийә қадирниң пәррзәнтлириниң нәзәрбәнд астиға елинғанлиқи вә уларниң телефон алақиси кашилиға учриғанлиқидин әнсирәватимиз " дәп тәкитлигән. Америка ташқий ишлар министирлиқи баянатчисиниң әскәртишичә, америка һөкүмити шинҗаң уйғур аптоном райони билән бивастә алақә қилишқа тиришмақта. Лекин хитайниң райондики җамаәт хәвпсизлик органлири вәқәгә баһа беришни рәт қилмақта. Бу ишларға шәһәрлик җ х идариси яки җ х назаритиниң җаваб берәләйдиғанлиқини тәкитлигән нәнгүән сақчи понкитиниң бир хадими, "улар бу ишларни бизгә уқтурмай қилиду " дәйду. Лекин җамаәт хәвпсизлик назаритиниң бир хадими мухбиримизниң бу һәқтики суаллириға җавап беришни рәт қилди.

Сидиқһаҗи рози, сақчиларниң қалған пәрзәнд вә нәврилирини һазирғичә аилисидә нәзәрбәнд астида тутуватқанлиқини билдүрди. Рабийә қадирниң пәрзәнтлирини нәзәрбәнд қилиш вә қолға елиш вәқәси хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учримақта.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бейҗиң даирилирини рабийә қадирниң пәрзәндлирини "қақти -соқти қилмақта " дәп әйиблиди. Кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики мәсул хадими т. Кумар бейҗиң даирилириниң һәрикитини "бу бир қақти - соқти қилиш қилмишидур. Улар балиларни гөрүгә еливелип рабийә қадирниң шинҗаңға кишилик һоқуқ елип келиш тиришчанлиқини тосимақчи " дәйду. Кумарниң тәкитлишичә, бу вәқә хитайниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш нийити йоқлиқидин дирәк беридикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.