Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка һөкүмити рабийә қадир балилириниң тәқдиригә йеқиндин көңүл бөлмәктә
2006.06.06
Өткән һәптә америка парламенти вәкиллири өмики уйғур елини зиярәт қилишқа барған пәйттә хитай даирилири уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң үрүмчидики балилирини тутқун қилған һәмдә уруп яриландурған иди.
Мәзкур вәқәдин хәвәр тапқан америка вәкиллири, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир пәрзәнтлирини мәйли қандақла сәвәб билән тутушидин қәтий нәзәр дәрһал қоюп беришни тәләп қилған. Әмма һазирға қәдәр игә болған чәклик мәлуматлиримиздин хитай даирилириниң рабийә қадир пәрзәнтлирини йәнила нәзәрбәнт астида тутуп туруватқанлиқи мәлум шундақла хитай сақчилири бу һәқтә барлиқ учур мәнбәлирини қамал қилип, мухбирларни бу һәқтики учурлар билән тәминләшни рәт қилмақта.
Биз рабийә қадир ханимниң өзидин үрүмчидики пәрзәнтлириниң нөвәттики әһваллири һәққидә йеңи учурға игә болуш үчүн, униң вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ фонди ишханисиға қайта телефон қилип зиярәт қилдуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим пәрзәнтлириниң қолға елиниши түркийидә қаттиқ наразилиқ қозғиди
- Д у қ хитай даирилириниң рабийә қадирниң балилирини тутқун қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Рабийә қадир: мән балилиримдин пәхирлинимән, биз бәдәл төләватимиз һәм төлишимиз зөрүр...
- Хитай һөкүмити рабийә қадирниң хәлқарадики образиға тәсир йәткүзмәкчи
- Хитай, рабийә қадирниң 2 оғлини рәсмий қолға алди
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлири нәзәрбәнт астиға елинди