Рабийә қадир: хитай һөкүмити балилиримни қолға елиш арқилиқ паалийәтлиримни тосиялмайду
-
2006-06-20 -
-
-
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң оғуллири алим абдуреһим, абликим абдуреһим вә қаһар абдуреһим, хитай һөкүмити тәрипидин бөлгүнчилик, дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш һәмдә баҗ оғрилаш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип қолға илинди, қизи рошәнгүл өйидә нәзәрбәнд қилинди.
Бәзи көзқарашларға асасланғанда, хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң хәлқарада елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийәтлирини тохтитиш үчүн униң оғуллирини қолға алған. Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң үч оғлини қолға елиши, униң хәлқарада елип бериватқан паалийәтлиригә тәсир қилдиму? рабийә қадир ханим оғуллирини қутқузуш үчүн хәлқарада қандақ паалийәтләр елип бериливатиду?
Буларни мухбиримиз өмәр қанатниң бүгүн әркин асия радиосини зиярәт қилған рабийә қадир ханим билән өткүзгән сөһбтидин аңлаң.