Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда


2006.06.21
alim-rabiye-150.jpg
Рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһим (уйғур америка бирләшмиси тәминлигән)

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң алим абдурейим, абликим абдурейим вә қаһар абдурейим қатарлиқ үч оғлиниң хитай сақчи даирилири тәрипидин қолға елинип, қизи рушәнгүлниң нәзәрбәнд астиға елинишидин кейин хәлқара мәтбуатлар қатарида мустәқил дөләтләр һәмдостлуқида тарқитилидиған рус тилидики мәтбуатлардиму рабийә қадир ханимниң дуч кәлгән мәзкур еғир бесимлири һәққидә учурлар вә инкаслар елан қилинди.

Йеқиндин буян уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, рус тилидики мәтбуатларниңму уйғурларға аит учурларни беришкә әһмийәт бериватқанлиқи билдүрүлмәктә.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати - "инсан һәқлирини бузуш кулуби"

Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң хитай сақчи даирилири тәрипидин урулуши вә түрмигә ташлиниши хәлқара җәмийәтниң диққитини тартти.

Хәлқараға тонулған агентлиқлардин рейтерс, б б с, америка авази, әркин асия радиоси, азадлиқ радиоси, америка бирләшмә агентлиқи вә башқилар бу һәқтә учур тарқатқандин сирт йәнә рус тилидики мәтбуатлардиму мәлум санда учурлар берилди.

Рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қолға елиниши шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири йиғиниға тоғра кәлди. Бу йиғинда терроризм, бөлгүнчилик вә радикализмға қарши йеңи келишимләр имзалинип, мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләр бейҗиңниң уйғурларниң сиясий вә демократик һәрикәтлирини әшу "үч хил күч" дегән нам астида бастурушиға йәнә бир қетим аваз қошти. Шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң бу қетимқи бир йәргә җәм болуши вә униңға иран президенти махмуд әхмәди ниҗад қатарлиқларниң көзәткүчи сүпитидә қатнишиши ғәрб дунясини өзигә җәлп қилипла қалмастин бәлки, бу һәқтә көплигән анализларниң, инкасларниң мәйданға чиқишиға сәвәб болди. Бир қисим көзәткүчиләр болса, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини "инсан һәқлирини бузуш кулуби" дәп тәриплиди.

rushangul-rabiye.jpg

Шаңхәй йиғинидин қирғизистан уйғурлири бастурушниң күчийип кетишидин қорқмақта

Германийә долқунлириниң рус тили шөбиси шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә рабийә қадирниң учраватқан бесимлири һәққидә "шаңхәй йиғинидин кейин, қирғизистан уйғурлири бастурушниң күчийип кетишидин қорқмақта" дегән темида бир парчә мақалә елан қилди.

Мақалә аптори солтон темур шаңхәй һәмкарлиқиниң бу қетимқи йиғинида шуниңдәк қирғизистан президенти қурманбек бақийевниң хитайға елип барған дөләт ишлири зиярити җәрянида уйғурларниң һәрикитини терроризм, бөлгүнчилик вә радикализм билән әйибләп, униңға бирликтә зәрбә беришкә пүтүшүлгәнликиниң оттура асиядики җүмлидин қирғизистандики уйғурларға тәһдид елип кәлгәнлики, чүнки, сабиқ президент әсқәр ақайев дәвридә қирғизистан қанун даирилириниң уйғурларға бесим қилғанлиқи, уйғурларниң бундақ бесимниң март инқилабидин кейин һакимийәткә чиққан демократик қирғизистан һөкүмити тәрипидинму қайта тәкрарлинишидин әнсирәватанлиқини көрсәткән.

Апторниң қирғизистандики уйғур паалийәтчилириниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүшичә, хитай өзиниң уйғур елидә йүргүзиватқан қаттиқ қол сияситини йепиш үчүн, у җайдики уйғурларниң һәрикәтлирини ашуруп вә терроризм билән бағлап көрситишкә тиришмақта. Шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң хитайни қоллиши пүтүнләй хитайниң мәнпәәтигә пайдилиқ болмақта.

Мақалә аптори йәнә йеқинда уйғур миллий рәһбири рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң тутқун қилинишидин қирғизистан қатарлиқ оттура асия мәмликәтлиридики уйғурларниңму қаттиқ нарази болғанлиқи, уларниң өз наразилиқлирини хәлқара җәмийәткә билдүрүш билән хитай һөкүмитидин рабийә қадирниң пәрзәнтлирини азад қилишни җүмлидин барлиқ уйғур сиясий мәһбусларни азад қилишини тәләп қилғанлиқини баян қилған.

Мақалә аптори ахирида уйғур паалийәтчилириниң көз қарашлирини хуласилап, бейҗиң рәһбәрлириниң терроризм, бөлгүнчилик вә ислам фундаметализимиға қарши туруш нами астида уйғур хәлқиниң вәтәнпәрвәрлири, демократлирини җисманий җәһәттин йоқитиватқанлиқи, қисқиси уйғурларға нисбәтән миллий тазилаш елип бериватқанлиқини көрситиду.

Қирғизистан һоқуқ қоғдиғучилиридиму наразилиқлар мәвҗут

Униңдин башқа йәнә бишкәктики қирғизистан инсан һоқуқи комитетиму америка уйғурлири җәмийитиниң рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қолға елинишидин кейин елан қилған наразилиқ баянатини рус тилиға тәрҗимә қилип елан қилиш арқилиқ, бу тәшкилатниң уйғурларниң кишилик һоқуқлириға көңүл болуватқанлиқини ипадә қилған.

Қирғизистан инсан һоқуқи комитетиниң рәиси рамизан дирилдайев хитайниң рабийә қадирниң пәрзәнтлирини тутқун қилиш арқилиқ униңдин өч алмақчи болғанлиқиға нарази икәнлики, җүмлидин қирғизистан һөкүмитиниң хитай билән бирлишип, уйғурларниң һәрикәтлирини бастурушқа интиливатанлиқиға қәтий қарши туридиғанлиқини оттуриға қойди. Униң ейтишичә, қирғизистанниң хитай вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән һәмкарлишиши уйғурлар үчүнла әмәс бәлки, қирғизистанниң келәчики үчүнму зиянлиқтур.

Атақлиқ қирғиз җурналисти нарин аюп әпәндиму рабийә қадир һәққидә хәвәр анализ елан қилип, рабийә қадир пәрзәнтлириниң қолға елинишини шаңхәй һәмкарлиқиниң уйғурларға қаратқан сияситиниң нәтиҗиси сүпитидә қариған. У, инсан һоқуқини көзитиш тәшкилатиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидики баянатидин нәқил кәлтүрүп, бир қисим оттура асия мәмликәтлириниң өз территорийилиридики уйғур тәшкилатлирини хитай һөкүмитиниң тәлипи билән бастуруп, бир қисим мусапирларни хитайға қайтуруп бериш билән буларниң өлтүрүлгәнликини тәкитләйду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.