Рабийә қадир ханим пәрзәнтлирини миллитидин үстүн қоялмиди


2006.06.26
rabiye-tutulghan-perzentlir.jpg
Рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһим, алим абдуреһим, қаһар абдуреһим вә қизи рошәнгүл абдуреһим. Хитай даирилири йеқинда рабийә ханимниң бу оғуллирини қолға алған. Қизи рошәнгүлни нәзәрбәнд астида алған. (Аилә рәсими)

Уйғурларниң миллий рәһбири рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң, хитай һөкүмити тәрипидин қолға елиниши вә нәзәрбәндкә учриши, ялғуз рабийә ханимниң наразилиқини қозғапла қалмастин, бәлки пүткүл уйғур җамаәтчиликиниң шуниңдәк америка дөләт мәҗлисиниң вә хәлқара тәшкилатларниңму күчлүк наразилиқини қозғиди.

Бу мунасивәт билән д у қ ға қарашлиқ тәшкилатлар һәмдә чәтәлләрдики нурғун дөләтләр хитай һөкүмитиниң мәзкур қилмишини әйиблиди. Америка, канада, германийә, әнглийә, шивитсийә, норвигийә, голландийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә хитай һөкүмитигә қарши кәйни - кәйнидин намайиш өткүзди.

Хитай әлчиханилири, консулханилири алдида өткүзүлгән дағдуғилиқ намайишларда, намайишчилар хитай һөкүмитидин рабийә ханимниң пәрзәнтлирини дәрһал қоюп беришни тәләп қилиш билән тәң, уйғур сиясий мәһбусларниңму дәрһал қоюп берилишни тәләп қилди.

Бир қисим кишиләр, рабийә қадир, пәрзәнтлири үчүн болсиму, уйғурларниң сиясий һоқуқи үчүн хизмәт қилиштин ваз кечиши керәк иди дейишкән болсиму, әмма рабийә қадир миллити үчүн ахирқи нәписигичә бу йолда күрәш қилишни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

"Ай юлтузлуқ көк байрақниң бәдили" вә "дар алдиға ясинип меңиш"

Булардин сирт, уйғур паалийәтчилири йәнә, тор бәтлиридә " ай юлтузлуқ көк байрақниң бәдили", "дар алдиға ясинип меңиш" дегән темиларда мақалиләрни елан қилип, рабийә қадир ханимниң қәһриман, тиз пүкмәс образини мәдһийилиди һәмдә уйғурларниң өз рәһбирини һәргиз ялғуз қалдурмайдиғанлиқини, мәзкур уйғур анисиниңму, өз миллитиниң сиясий тәқдири үчүн өзиниң анилиқ меһри ‏- шәпқитидинму ваз кечишкә тәйяр икәнликини тәриплиди.

"Ай юлтузлуқ көк байрақниң бәдили" намлиқ мақалидә мундақ дейилгән: рабийә қадир ханим бу қетим өзиниң анилиқ меһри - шәпқитидинму ваз кәчти, малдин вә җандинму үстүн турған сиясий ирадә, бу қетим йәнә анилиқ ‏- шәпқәткиму баш әгмиди.

Мақалидә йәнә "рабийә қадир, уйғур сиясий ирадисиниң символи болған ай - юлтузлуқ көк байрақниң бәдилини төлиди, чүнки бу муқәддәс байрақ қанчилиған уйғур оғланлириниң пак қанлири билән, қанчилиған уйғур анилириниң қайғулуқ көз яшлири билән пакланмиған, шуңа бу қетим қолимизни көксимизгә әмәс, бәлки бу муқәддәс байраққа қоюп, рабийә қадирға салам беримиз", дейилгән.

Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: рабийә қадир өзиниң уйғурларниң мәнивий аниси икәнликини қайта испатлапла қалмай, шуниң билән биргә, уйғурларниң сиясий йолбашчиси икәнликиниму йәнә бир қетим намайән қилди. Әгәр һәр биримиз худди рабийә қадирдәк уйғур сиясий ирадисиниң муқәддәс символи болған ай - юлтузлуқ көк байрақниң бәдилини төләшкә һәр вақит тәйяр туралисақ, шу чағдила сиясий тәғдиримизни чоқум өзимиз бәлгилийәләймиз.

Рабийә қадир ханимниң "вәтинимни сөйимән, миллитимни сөйимән, бу йолдики өлүмни өлүм әмәс той дәп билимән" дегән сөзлири " дар алдиға ясинип меңиш" дегән мақалидә тилға елинған болуп, рабийә қадир ханимниң өлүм алдида тез пүкмәс ирадиси алаһидә тәрипләнгән.

"Ай юлтузлуқ көк байрақниң бәдили " дегән мақалиниң аптори, тонулған уйғур шаири әхмәтҗан осман әпәнди вә "дар алдиға ясинип меңиш" намлиқ мақалиниң аптори шөһрәт һошур әпәндиләр мухбиримиз әқидәниң зияритини қобул қилип, рабийә қадир ханим һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.