Хитай һөкүмити абликим абдуриһимни мәхпий сотлиған


2007.03.09

Ablikim-abdurehim-150..jpg
Рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуриһим.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 8‏- март күни баянат елан қилип, хитай һөкүмити, үрүмчидики тәңритағ тутуп туруш мәркизидә тутуп турулуватқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуриһимниң саламәтлик әһвалиниң наһайити еғир икәнликини билдүрди. Хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити, 2007‏- йили 28‏- январ күни, түрмидики еғир тән җазаси түпәйли, саламәтлик әһвали начарлашқан абликим абдуриһимни мәхпий сотлиған болуп, униңға "дөләтни ағдурушқа урунған" , "миллий бөлгүнчи" вә " рабийә қадирға интернет арқилиқ учур йоллаш" қатарлиқ җинайәтләрни йүклигән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң, рабийә қадир ханимниң үчинчи оғли абликим абдуриһимниң саламәтлик әһвали һәққидә елан қилған баянатида, билдүрүшичә, рабийә қадир ханим аилиси 1999‏- йили рабийә қадир ханим сиясий җинайәт билән қарилинип түрмигә ташланғандин буян, хитай һөкүмитиниң зәрбә нишаниға айланған. Бу хил зәрбә бериш рабийә қадир ханим 2005‏- йили 17‏- март күни америка һөкүмити вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесими билән қоюп берилгәндин кейин техиму күчәйгән. Чүнки рабийә қадир ханим, хитай һөкүмитиниң тәһдитлиригә қаримай, хитай һакимийитигә қарши кишилик һоқуқ паалийәтлирини техиму җанландурған вә уйғур инсан һәқлири вә демократийә фонди җәмийитини қурған.

Мухбиримиз өмәр қанат, абликим абдуриһимниң түрмидики әһвали вә хитай һөкүмитиниң униңға йүклигән җинайәтлири һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.