Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир пәрзәнтлирини қолға алғанлиқи мунасивити билән намайишлар
2006.06.23
Рабийә қадир пәрзәнтлири хитай түрмилиридә

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң үч оғли қаһар абдуреһим, абликим абдуреһим вә алим абдуреһимниң хитай һөкүмити тәрипидин бөлгүнчилик, дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш һәмдә баҗ оғрилаш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип қолға елинғанлиқи вә қизи рошәнгүл абдуреһимниң нәзәрбәнт қилинғанлиқи, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учримақта.
Уйғур тәшкилатлири, хитай даирилириниң рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини қолға елиш арқилиқ униң чәтәлләрдә елип бериватқан паалийәтлириниң алдини елишни мәқсәт қилмақта, дейишмәктә
6-Айниң 23-күни чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң орунлаштуруши билән һәр қайси дөләтләрдики хитай әлчиханилири алдида наразилиқ намайишлири өткүзүлди.
Америка уйғур бирләшмисиниң орунлаштуруши билән америкиниң пайтәхти вашнгтондики хитай әлчиханиси алдида, дуня уйғур қурултийиниң чақириқи билән германийиниң мюнхен шәһиридики хитай консулханисиниң алдида, канаданиң торонто шәһиридики хитай консулханиси алдида, норвигийиниң пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси алдида, шветийиниң пайтәхти стокголм дики хитай әлчиханисида алдида намайиш елип барди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда
- Рабийә қадир: хитай һөкүмити балилиримни қолға елиш арқилиқ паалийәтлиримни тосиялмайду
- Қирғизистанда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди
- Хитай рабийә қадирниң 3 оғлини рәсмий қолға алди
- Норвигийидә уйғурларниң паалийәтлири күчәймәктә
- Д у қ рабийә ханимниң пәрзәнтлири һәққидә чегрисиз инсан һәқлири тәшкилатиға мәктуп йоллиди
- Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Түркийидә хитайға қарши намайиш
- Қазақистан уйғурлири рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилинишидин нарази болмақта