Рабийә қадир ханим пәрзәнтлириниң қолға елиниши түркийидә қаттиқ наразилиқ қозғиди
2006.06.06
Хитай җамаәт хәвпсизлик даирилири уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлиридин алим абдуреһим вә абликим абдуреһимларни қолға алғанлиқини вә рабийә қадир ханимниң қизи рошәнгүл абдуреһимниң аилисидә нәзәрбәнт астиға елинғанлиқини рәсмий елан қилғандин кейин, түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири вә уйғур зиялийлири буниңға наразилиқ билдүрүшти.
Түркийидики бәзи шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири болса уйғур диярида бигунаһ йәргә түрмиләрдә йетиватқан кишиләрниң шундақла рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң дәрһал қоюп берилиши үчүн хитай әлчиханисиниң алдида "бигунаһ уйғурлар қоюп берилсун" темиси астида намайиш өткүзүшкә тәйярлиқ қилмақта.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка һөкүмити рабийә қадир балилириниң тәқдиригә йеқиндин көңүл бөлмәктә
- Д у қ хитай даирилириниң рабийә қадирниң балилирини тутқун қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Рабийә қадир: мән балилиримдин пәхирлинимән, биз бәдәл төләватимиз һәм төлишимиз зөрүр...
- Хитай һөкүмити рабийә қадирниң хәлқарадики образиға тәсир йәткүзмәкчи
- Хитай, рабийә қадирниң 2 оғлини рәсмий қолға алди